Русийә мухбирлар үчүн әң хәтәрлик дөләтниң биригә айланди


2006.09.27

Русийә 15йилдин буян хитай билән бир қатарда дунядики мухбирларни әң көп түрмигә алған дөләтләр қатарида санилип кәлгән иди. Нөвәттә у ахбаратчилар үчүн әң хәтәрлик дөләтниң биригә айланған.

Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң хәлқараға ашкарилишичә, нөвәттә ахбаратчиларниң русийидә хизмәт қилиш вәзийити барғанчә кәскинлишиватқан болуп, русийидә 15 йилдин буян җәмий 42 мухбир һаятидин айрилған. Русийә һазир мухбирлар әң көп өлгән дөләтләр ерақ һәмдә алҗирийидин қалса үчинчи орунға өткән.

Бу 15 йил җәрянида пүтүн дуняда җәмий 580 нәпәр мухбир хизмәт җәрянида яки дөләтләрдики һөкүмәтниң сияситини тәнқидлигәнлики үчүн өлтүрүлгән.

2000 ‏- Йилидин буянла русийидә 12 қетим мухбирларни қәстләп өлтүрүш вәқәси йүз бәргән. Гәрчә русийә сақчилири мухбирға зиянкәшлик қилғучини тутқан болсиму, у гуманлиқ, мәхпий һалда қоюп берилгән. Һәмдә русийә даирилири мухбирларниң қәсткә учраш вәқәлириниң җәряни вә нәтиҗисини мәхпий тутуп қаттиқ еһтиятчанлиқ ишләткән.

Русийә мухбирлар җәмийитиниң рәиси якивениски "ахбарат мухбирлириниң хизмәт муһити русийидә йилдин ‏- йилға начарлашмақта, йеқинқи бәш йил җәрянидила русийә ахбарат әркинлики йоқ дөләтләр қатариға өтти, русийидә һазир һөкүмәтниң башқурушиға өтмигән бирму телевизийә истансиси йоқ, русийә сөз әркинлики пүтүнләй боғулған дөләт, шуңа кәлгүсиниң қандақ болуши һәққидә мулаһизә қилишму мумкин әмәс" дәп билдүргән.

Хитайму йиллардин буян ахбарат әркинлики тәшкилатлири тәрипидин, мухбирларни әң көп түрмигә солиған дөләт һәмдә ахбарат әркинлики боғулған дөләт дәп тәнқидлинип кәлмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.