Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи


2007.07.16

Дүшәнбә күни, русийә һава армийә баянатчисиниң билдүрүшичә, русийә ғәлибә S-400 типлиқ башқурулидиған бомба системисини москва әтрапиға орунлаштуруш арқилиқ,москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи икән.

Русийә интерфакс агентлиқиниң мәлуматиға қариғанда, русийә һава армийә баянатчиси александир дробйшескй: " мушу айниң ахири бир дивизийә вә бир қоманданлиқ штаби уруш вәзиписини өтәшкә орунлаштүрилиду" дегән.

Русийә явропа қорал- ярақ чәкләш келишимидин йенивелиштин бир нәччә күн илгири, өткән пәйшәнбә вә җүмә күнлири , русийә S-400 типлиқ башқурулдиған бомбисини ғәлибилик синақ қилған иди.

Бу бомбилар 2001-йили ишқа кириштүрүлмәкчи болған болуп, мәлум сәвәбләр түпәйли кечиктүрүлгән. Мәлум болушичә, мәзкур бомба, орта мусапилиқ башқурулидиған бомбиларни вә 400 кило метир йирақлиқтики айрупиланларни етип чүшүрүш иқтидариға игә болуп, америка лайиһилигән вәтәнпәрвәр типлиқ башқурулдиған бомбиларниң етиш мусаписидин икки һәссә юқири икән.

Русийә билән америка, йеқинқи йиллардин буян башқурулидиған бомба қалқан системиси үстидә дәталаш қилип келиватқан болуп, москва вашингтонни әйибләп, америкиниң мәркизи явропаға башқурулидиған бомба қалқан системиси йөткәп келиши "йеңи қорал-ярақ мусабиқиси" ни мәйданға чиқириду, дегән.

Шәнбә күни кремл сарийи русийә 1990 ‏- йили имза қойған "явропаға әскәр йөткимәслик" шәртнамисидин йенивалидиғанлиқини уқтурған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.