Русийә билән һиндистан транспорт айропилани ишләпчиқириш келишими имзалиди
2007.11.12
Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, русийә билән һиндистан һәмкарлишип транспорт айропилани ишләпчиқириш җәһәттә келишим һасил қилған болуп, мәзкур келишимгә дүшәнбә күни русийә президенти виладимир путин вә һиндистан баш министири манмахан сингһлар имза қойған.
Әмма, мәзкур келишимдә бу икки дөләт арисида муһим шәртләрниң бири болуп келиватқан реактип күрәшчи айропиланларни һәмкарлишип ясаш маддиси бар яки йоқлуқи техичә мәлум әмәс.
Бу икки дөләт арисидики һәрбий алақә йеқинқи йиллардин буян хели чоңқурлашмақта , һиндистан русийидин һәрбий үскүниләрни көпләп импорт қиливатқан болуп, бу җәһәттә хитай билән тәң орунға өткән.
Бирләшмә агентлиқиниң русийә президенти виладимир путинниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, путин: " сөһбәт баштин - аяқ һәқиқий тиҗарәт түсидә елип берилди" дегән вә һиндистан баш министириниң бу қетимлиқ русийә зияритиниң улар үчүн елип ейтқанда, һәрқайси муһим тәрәпләрдә узун мәзгиллик һәмкарлиқини тәрәққий қилдурушта интайин муһим орунда туридиғанлиқини испатлиғанлиқини билдүргән.
Һиндистан баш министириму, һиндистанниң өзиниң ядро енергийиси санаитидә русийә билән техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини ашкарилиған.
Һазир русийә һиндистанниң тамил наду штати куданккулам районида бир ядро електир истансиси қуруватқан болуп, путин йәнә, бу икки дөләт арисида, енергийә мунасивәтлирини техиму кеңәйтиш тәшәббусини оттуриға қойған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Окраина хәлқарадин 30 - йилларда йүз бәргән ачарчилиқни сталинниң миллий қирғинчилиқи дәп етирап қилишни тәләп қилди
- Хитай, русийә, һиндистан ташқи ишлар министирлири харбинда сөһбәт өткүзди
- Русийә хитай көчмәнлирини рәт қилди
- Путин америкиниң иранға һәр қандақ бир һәрбий һәрикәт қоллинишни қоллимайдиғанлиқини билдүрди
- Америка башқурулидиған бомба қалқан системиси мәсилисидә русийини һәмкарлишишқа чақирди
- Русийә билән хитай алаһидә сақчи қисимлири бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи