Русийә өктичиләр намайиши бесиқтурулуп өктичи рәһбәрләр қолға елинди


2007.11.25

Шәнбә күни москвада 3000 дин артуқ адәм қатнашқан владимир путинниң демократийидин чекинип кәткәнликигә қаршилиқ билдүрүш намайиши йүз бәргән болуп, русийиниң " невзру" учур агентлиқиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, намайиш " башқа бир русийә" дәп аталған өктичи гуруһлар бирлики тәрипидин елип берилған.

Москва шәһиридә йүз бәргән бу намайиш сақчилар тәрипидин тинҗитилиш җәрянида "башқа бир русийә" тәшкилатиниң рәһбири, дуняға даңлиқ шахматчи гарри каспаров вә башқа бир қанчә өктичи каттивашлар қолға елинған. Намайишчилар путинға қарши шоарларни товлиған болуп, буниңдин илгири москва қатарлиқ җайларда владимир путинниң 3-қетим президент болушини тәләп қилидиған намайиш вә паалийәтләр елип берилған иди. Һәтта, путинниң келәр йилидики сайламда өз тәрапдарини президентлиққа чиқирип, өзи баш министир болуп, давамлиқ русийини идарә қилишни мәқсәт қиливатқанлиқи мәлум.

Гарри каспаров башлиқ өктичиләр путин һөкүмитиниң асасий қанунға хилап қилмишларни қилип, русийиниң демократийисини чекиндүриватқанлиқи, униң һәтта қан төкүштин қорқмайдиғанлиқини тәнқид қилған. Намайиш сақчилар билән тоқунуш дәриҗисигә йәткән.

Нөвәттә, президент путинниң демократийини чекиндүриватқанлиқи, милләтчилик хаһишлириниң күчийишигә йол қоюватқанлиқи, һәр қайси җумһурийәтләр вә өлкиләргә берилгән һоқуқларни барғансери өз қолиға йиғивалғанлиқи тәнқид қилинмақта.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.