Русийидә парламент сайлими башланди, путин беләт ташлиди


2007.12.02

Йәкшәнбә күни русийиниң парламент сайлими башланди. Мөлчәрлинишичә, пүтүн русийә бойичә йүз милйон адәм 95 миң беләт ташлаш орниға берип, парламент сайлимида өзи халиған партийә вәкиллиригә беләт ташлайду. Русийиниң "нәвзру" учур ториниң хәвәр қилишичә, президент путин йәкшәнбә күни өзиму беләт ташлиған болуп, әлвәттә, униң өз партийиси һесаблинидиған " русийә бирлик партийиси" үчүн беләт ташлайдиғанлиқи ениқ икән.

Бу қетим русийә парламент йәни думасиниң 450 кишилик орнини қолға кәлтүрүш үчүн 11 партийә сайламға қатнашқан болуп, буларниң ичидә нөвәттә, һакимийәт йүргүзүватқан русийә бирлик партийисиниң тәшвиқат күчи әң зор һесаблинидикән.

Хәвәрләрдин қариғанда хәлқаралиқ тәшкилатлар җүмлидин явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати вә башқа мунасивәтлик дөләтләрниң күзәткүчилири сайламни көзәтмәктә. Бирақ, өктичиләр бу сайламниң растчил һәм демократик өлчәмләргә лайиқ болушидин гуманлинидиғанлиқлирини билдүрүшмәктә. Буниңдин нарази болған өктичиләр бирлики өткән һәптидә намайиш қилғанда бесиқтурулушқа һәмдә өктичи рәһбәрләрдин каспаров қатарлиқ тутқун қилишқа учрап, хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә дуч кәлгән иди.

Нөвәттә, русийидә путинниң қоллиғучилириниң униң келәр йили йәнә президент сайлимиға қатнишип, 3-қетим вәзипә өтүшини тәләп қилмақта. Бирақ, өктичиләр буниңдин нарази һәм асасий қанунму йол қоймайдикән, әмма, путин парламент сайлимида өз партийисиниң ғәлибә қилиши һәмдә баш министирлиқ вәзиписини болсиму қолға кәлтүрүп, русийини давамлиқ идарә қилишни халайдиғанлиқини билдүргән иди. Көзәткүчиләр русийә бирлик партийисиниң бу сайламда ғәлибә қилиш еһтималлиқиниң зорлуқини билдүрүшмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.