Русийә хитайдин ишчи қобул қилиду
2006.04.23
Хитай мәтбуатлириниң бейҗиңдики русийә учур мәркизиниң мәлуматлиридин нәқил кәлтүрүшичә, русийиниң йирақ шәрқидики чита областиниң башлиқи хитай мәтбуатлириға рәсмий билдүрүш елан қилип, 2006-йили чита областиниң хитайдин қобул қилидиған әмгәкчиләрниң санини 10 миңға йәткүзидиғанлиқини елан қилған. Бу хитай әмгәкчилири мәзкур райондики түрлүк қурулушларда вә көктатчилиқ мәйданлирида ишләйдикән.
Русийә даирилири хитай әмгәкчилириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини, әгәр уларниң русийә қанунлириға хилаплиқ қилса, дәрһал хитайға қайтурилидиғанлиқини билдүргән. Ашкарилинишичә, өткән йили мәзкур област 1500 нәпәр хитай вә башқа чәтәлликни өз дөлитигә һәйдивәткән икән.
Һазир русийидә "хитай тәһдит" идийиси күчийиватқан шуниңдәк хитайларниң русийиниң адәм шалаң йирақ шәрқигә кирип маканлишишини чәкләш пикирлири күнсайин улғуйиватқан болсиму, әмма русийә мәтбуатлиридики учурларға қариғанда, йеқиндин буян москва сиясәт саһәсидики бир қисим әрбаблар хитайларни көпләп русийигә елип келип уларни ишлитиш арқилиқ йирақ шәрқ вә сибирийә райониниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш пикирлирини оттуриға қоюп, москва һөкүмитини хитай тәһдидидин әндишә қилмаслиққа үндәштәк мадарачилиқ һәрикәтлири елип барған. Әнә шуниң сәвәбидин чита области қатарлиқ районлар хәлқниң наразилиқлириға қаримай, хитай ишчилирини көпләп елип кәлмәктә икән. Хитайларниң бу районлардики көп иш орунлирини игиливелиши йәрлик русларниң наразилиқлирини пәйда қилған икән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- 22 Нәпәр хитай қачақлири америкида қолға елинди
- Америка қанунсиз хитай көчмәнлирини қайтуруш мәсилисидә хитай билән келишим һасил қилай дәп қалди
- Владимир путин хитай зияритини ахирлаштурди
- Ху җинтав билән путин бир қатар келишимләр имзалиди
- Хитай америкидики қанунсиз хитай көчмәнлирини елип кетишни рәт қилди