Хитай һөкүмити русийә һөкүмитидин москвадики қатиллиқ делосини ениқлашни тәләп қилди
2006.05.21
Русийә вә хитай мәтбуатлириниң учурлиридин мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи русийә ташқи ишлар министирлиқидин 19-май күни москва шәһиридә йүз бәргән бир хитайниң өлтүрүлүш делосини тез вақит ичидә ениқлап чиқишни тәләп қилған.
Русийиниң "news.ru", агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, хитайниң москвадики әлчиханисиму мәхсус бу һәқтә русийә сақчи органлири билән учришип, өз пуқрасиниң өлтүрүлүш әһвалини ениқлашни тәләп қилған. Бу мәсилигә һазир русийә билән хитай юқири дәриҗилик орунлири көңүл бөлмәктә. Русийә сақчилири дәсләпки қәдәмдә, бу хитай пуқрасиниң өзи туриватқан өйниң йенида пичақлап өлтүрүлгәнликини, җинайәт гумандарлириниң асиялиқлар бәлки хитайлар болуши мумкинликини оттуриға қойған. Русийә мәтбуатлири болса, бу өлүм вәқәсиниң москвадики хитай җинайи гуруппилири билән четишлиқи барлиқини көрсәрмәктә.
Русийә мәтбуатлири русийә җүмлидин москвада хитайларниң көпийиши билән уларниң бу йәрдә бейҗиң гуруһи, шаңхәй гуруһи, шәрқий шимал гуруһи дегәндәк асаслиқ төт қара қоллар гуруһлириниң хитай пуқралирини булаш, өлтүрүш,пул елиш, паһишихана ечиш қатарлиқ җинайәтләр билән шуғуллиниватқанлиқини йезишқан иди.
Русийә учурлириға қариғанда, һазир русийидә хитайларниң өлтүрүлүш әһваллири еғирлишип қалған болуп, хитайлар йәнә " тақирбашлар"дәп аталған рус фашист гуруппилириниңму һуҗум нишани болған. (Үмидвар)