Русийә президенти владимир путин хитай-русийә мунасивәтлири һәққидә мәхсус баһа бәрди
Русийә президенти владимир путин йеқинда русийә-хитай мунасивәтлири һәққидә тохталғанда, "тарихта биз русийә-хитай мәңгү қериндаш" намлиқ нахшини ейтқан идуқ. Буларниң көпинчиси пәқәт тәшвиқат һалитидила қалған, һәтта икки дөләт арисида көпчиликкә мәлум болған көңүлсиз тарихий мусапиләрму болған, бирақ һазир мундақ әһвал мәвҗут әмәс" дегән.
Бу һәқтә хитайниң шинхуа агентлиқи учур бәргән болуп, владимир путин һазир русийә билән хитайниң мунасивәтлириниң тарихтики әң яхши мәзгили икәнликини тәкитлигән һәмдә икки тәрәпниң хәлқара сиясәттики мәйданиниң мас келишидин башқа йәнә иқтисадий һәмкарлиқлириниңму уларниң мунасивәтлириниң муһим қисими икәнликини шуниңдәк русийиниң сибирийә районидин хитайға икки тәбиий газ турубиси ясаш қурулушиниң елип бериливатқанлиқини әскәрткән. Әмма, путин хитайға нефит турубиси туташтуруп, хитайни нефит билән тәминләш мәсилисидә һеч немә демигән.
Хәвәрләрдин қариғанда, путин русийә-хитай мунасивәтлиригә юқири баһа бәргән болсиму, лекин русийә сиясәтчилири арисида йәнила хитай билән болған достлуқтин гуманлиниш, ишәнмәслик хаһишлири һәтта йирақ шәрқ хәлқи арисида хитай тәһдиди көз қариши давамлиқ мәвҗут болуп турмақта. (Үмидвар)