Русийә хитай маллириға болған контроллуқни күчәйтти
2007.05.29
Хәлқара миқясида хитай маллириға болған контроллуқ вә назарәт қилиш һәтта чәклимә қоюш ишлириниң күчийишигә әгишип, русийә таможна даирилири йеқинда хитай маллириға болған контрол қилиш тәдбирлирини бекиткән.
Шинҗаң хәвәр ториниң 28-май тарқатқан учуриға асасланғанда, 5-айниң башлиридин етибарән русийиниң йирақ шәрқидики таможна органлири хитай саяһәтчилириниң өзлири билән биргә русийигә елип киридиған нәрсә-керәклиригә болған контроллуқни күчәйтип, һәр бир адәмниң өзи билән биргә русийигә елип киридиған барлиқ йүклириниң 35 килограмдин ашмаслиқини бәлгилигән. Әгәр ешип кәтсә һәр бир килограмға төт доллар һәм 30 %тин юқири баҗ төләш бәлгиләнгән.
Русийә һөкүмити бу йил 4-айдин башлап, чәтәлликләрниң русийидә әркин сода қилишини чәклигән болуп, бу хитай содигәрлиригә еғир зәрбә болған. Нәтиҗидә, көплигән хитайлар маллирини әрзан сетип кетишкә мәҗбур болған. Шуниң билән бир вақитта йәнә русийә көчмәнләр идариси қанунсиз хитай көчмәнлирини тутуш вә чегридин қоғлап чиқириш хизмәтлирини техиму күчәйткән иди. (Үмидвар)