Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
2007.08.01
Хитайниң 'оттура асия хәвәрлири'дә мәлум болушичә, бултур русийә билән хитай оттурисида төт хил аптомобил қораштуридиған 380 милйон америка доллирилиқ тиҗарәт пилани түзүлгән болуп, икки тәрәп бу пиланға бу йил 9 - айниң 15 - күни имза қоймақчи икән. Әмма йеқинда, русийә тәрәп бу пилан лайиһисини дуня сода тәшкилатниң бәлгилимилиригә уйғун әмәс дәп сәвәб көрситип, униңға имза қоюшни рәт қилған.
Хәвәрдә мәлум болушичә, хитайниң машинисазлиқ ширкәтлири хитай базирида шөһрәт қазиналмиған аптомобил, пикап вә аиливий саяһәт машиниси қатарлиқларниң маркисини русийидики мәшһур маркиларға өзгәртип вә униң баһасини әрзанлитип сетип яхши нам вә көп пайда қазинишни ойлиған икән.
Әмма бу җәрянда, дунядики волво, форт, нисан, крияслер, тойота қатарлиқ башқа мәшһур аптомобил ширкәтлири русийидики машина базириниң истиқбалиға көз тикип, русийә билән техиму әқилгә мувапиқ болған тиҗарәт пиланлирини түзүп болған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка кеңәш палатасиниң бир комитети хитай пулиниң қиммитигә қарши қанун лайиһиси мақуллиди
- Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи
- Америка хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әриз суниду
- Русийиниң к г б архиплири давамлиқ ашкариланмақта
- Хитай сода-санаәт вәкилләр өмики ташкәнттә паалийәт қилди
- Хитай - русийә һәрбий маневириниң тәйярлиқи пүткән