Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
2007.07.31
Хитайниң русийә билән бирликтә елип баридиған "тенчлиқ бурчи 2007 " намлиқ һәрбий маневириға қатнишидиған қуруқлуқ армийә авиатсийә қисминиң тик учар айрупиланлири русийигә йетип барған.
Шинхуа агентлиқи 30 - июл күни, хитайниң " тенчлиқ бурчи 2007 " маневириға қатнишидиған қуруқлуқ армийә авиатсийә қисминиң тик учар айропиланлириниң уйғур елиниң алтай айродрумидин учуп, русийидики барнавул айродрумиға қонғанлиқини хәвәр қилған.
Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневириға қатнишидиған қисимлар ичидики төмүр йол арқилиқ йолға чиққан командир - җәңчилири 28 - июл күни русийигә йетип барған.
" Тенчлиқ бурчи 2007 " намлиқ террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир 9 - авғусттин 17 - авғустқичә, уйғур или вә русийиниң челябинис областида елип берилиду. Мәзкүр маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләрниң қораллиқ күчлири қатнишидиған тунҗи қетимлиқ террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир һесаблинидикән.
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә русийә билән бирликтә маневир елип беришидики мәқсиди ,һечқандақ террорлуқ һәрикити елип бармиған уйғурларни террорчилар дәп қарилап, , уйғурларни бастуруш һәрикәтлирини террорлуққа қарши күрәш қилип көрситиш үчүн икәнликини билдүрмәктә . (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һәрбий әмәлдари: америка тәйвәнни қоғдаш иқтидариға игә
- Қирғизистан билән америка 2008-йили америкида бирләшмә маневир өткүзиду
- Шаңхәй һәмкарлиқиниң һәрбий маневирға тәйярлиқ қилинмақта
- японийиниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби"да хитай һәрбий күчидин агаһ болуш тәкитләнди
- Хитай - русийә һәрбий маневириниң тәйярлиқи пүткән
- Петер пейс хитайларниң һәрбй хираҗити җәһәттә очуқ - ашкара болуши керәкликини тәкитлиди
- Русийә хитай маллириға болған контроллуқни күчәйтти
- Ваң лечүән москвадики хитай-русийә сиясий партийиләр йиғиниға қатнашти
- Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин вапат болди
- японийә, америка, һиндистан бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзди