Русийә билән японийә ядро енергийиси һәмкарлиқи һәққидә сөһбәт өткәзмәктә
2007.02.28
Бирләшмә агентлиқиниң 28 - феврал күни токйодин хәвәр қилишичә, русийиниң баш министири михаил фрадиков билән японийә баш миниситири шинзо абе икки дөләт оттурисида ядро ениергийиси һәмкарлиқи орнитиш вә буниңға мунасивәтлик кәң даирилик мунасивәт тори бәрпа қилиш үчүн сөһбәт башлиған.
японийә ташқи ишлар миниситрлиқиниң ашкарилап қоюшичә, японийиниң сода министири акира амари әпәндиму мунасивәтлик русийә даирилири билән японийиниң русийидин уран тавлайдиған әслиһәләрни сетивелиш, японийиниң изису ширкити русийә билән бирликтә аптомобил ишләпчиқириш вә себирийидин тинч окян саһиллириғичә қурулидиған нефит вә тәбиий газ турубисидин японийиниң бималал пайдилиниши қатарлиқ түрләр һәққидә тәпсилий сөһбәтлишишкә башлиған.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чен гаң буниңдин бир күн бурун, америкиниң муавин президенти дик чейни билән вә японийидики әркинлик вә хәлқчил партийисиниң хитайниң "тинч баш көтүрүш" дегәнлирини бир тәһдит дәп җакарлиғанлиқиға қаттиқ тәләппуз билән рәддийә берип баянат елан қилған иди. (Вәли)