Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: шинхуа агентлиқини дуняниң әң чоң тәшвиқат аппарати


2005.10.24

Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати йеқинда бир доклат елан қилип, хитайниң шинхуа агентлиқини дуняниң әң чоң тәшвиқат аппарати дәп көрсәтти.

Доклатта ейтилишичә, шинхуа агентлиқи, хитай компартийисиниң тәшвиқатида вә сөз әркинликини контрол қилишида асаслиқ рол ойнайдикән.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати "шинхуа - дунядики әң чоң тәшвиқат аппарати" дегән бу тәкшүрүш доклатини йезишта җәрянида, шинхуа агентлиқидики бәзи мухбирлар, вәзиписидин айрилған мухбирлар вә шундақла илгири шинхуа агентлиқида ишлигән франсийилик мухбирниң ярдимигә еришкән. Улар шинхуа агентлиқиниң қандақ қилип һәқиқәтни бурмилайдиғанлиқи, хәвәр бәргәндә қандақ қилип кишиләрдә болупму америка вә японийигә болған дүшмәнликни қозғитидиғанлиқи вә дунядики әң қәбиһ болған бир қисим һакимийәтләрни қоллайдиған хәвәрләрни таллап беридиғанлиқини паш қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.