Садам һөсәйинниң ақлиғучи адвокати өлтүрүлди
2005.10.21
Ирақниң сабиқ президенти садам һөсәйинниң ақлиғучи адвукати садун насоаф әл җанаби етип өлтүрүлди.
Ирақ даирилириниң билдүришичә, әл җанаби садам һөсәйин вә башқа йәттә сабиқ әмәлдарниң ақлиғучи адвукадлириниң бири болуп,у чаршәнбә күни садам һөсәйин үстидин ечилған сотқа қатнашқан.
Чәтәл мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, у пәйшәнбә күни кәчтә бағдатниң шәрқидики иш беҗириш орнида намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин гүрүгә елинип, узун өтмәйла етип өлтүрүлгән.
Ирақ даирилири униң җәситини җүмә күни бир мәсчитниң сиртида байқиған болуп, у баш вә көкрәк тәрәптин бир қанчә пай оқ йигән икән.
Ирақ һөкүмити садам һөсәйин үстидин ечиливатқан сотни техиму қийинлаштуридиған бу қатиллиқни әйиблиди. Садам һөсәйин дилосини сораватқан қарилиғучи адвукатлар вә сотчиларниң көп қисми мәхпий тутулуп, қаттиқ қоғдаш астиға елинған. Әмма ақлиғучи адвукатларниң салаһийити ашкара болуп, садам һөсәйинниң баш адвукати халил дуләйминиң билдүрүшичә, улар тохтимай тәһдиткә учримақта.
Ирақ һөкүмити нөвәттә садам һөсәйинниң ақлиғучи адвукатлириниму қоғдаш тәдбирлирини алидиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)