Садамни сотлаш йәнә давамлашти
2005.12.21
Чаршәнбә күни ирақниң сабиқ президенти садам һүсәйинни сотлаш бағдатта йәнә давам қилди. Садам һүсәйин вә униң қол астидики 7 киши үстидин ечилған сот ирақ парламент сайлими сәвәбидин 2 һәптә кечиктүрүлгән иди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чаршәнбә күнидики сотқа қатнашқан садам һүсәйин баш сотчиға, америкилиқларниң уни тән җазаси билән қийниғанлиқини ейтқан.
У сотта, " мениң бәдимниң һәммә йери таяқ зәрбисигә учриди. Мениң пүтүн бәдинимдә таяқ йигән излар бар" деди. Әмма америкиниң бағдаттики әлчиханисиниң баянатчиси буни инкар қилип, америка CNN телевизийисигә "бу пүтүнләй ялған гәп" дәп билдүрди. Шундақла садам һүсәйинни назарәт қилишқа мәсул хадимларму буниң бир сәпсәтә икәнликини көрсәтти.
Сотта йәнә икки нәпәр шаһид, 80- йиллардики шиә мусулманлириға қаритилған чоң қирғинчилиқ һәққидә испатлиқтин өтти. Садам һүсәйин бу иккисиниң испатлиқ сөзлирини баштин-ахирғичә тинч олтуруп аңлиған. Садам вә униң қол астидики 7 киши 1982-йилидики чоң қирғинчилиқ җинайити билән әйибләнгән. У чағда аз дегәндә 140 шиә мусулманлири қийин-қистақ билән өлтүрүлгән иди. (Пәридә)