Садам һүсәйин 12 хил әйибләшкә дуч келиши мумкин
2005.06.05
Ббс агентлиқиниң учуриға қариғанда, ирақ һөкүмитиниң баянатчиси 5-июн күни садам һүсәйинниң бәлки 12 хил әйибләшкә дуч келидиғанлиқини билдүргән. У, бурун ейтилғандәк садам һүсәйин үстидин 500 хил әйибләш чиқиришниң намувапиқ икәнликини, буниң үчүн вақитни исрап қилишниң һаҗити йоқлиқини көрсәткән.
Ирақ һөкүмәт баянатчисиниң билдүрүшичә, һөкүмәтниң мәйдани икки ай ичидә сотлашни башлаштин ибарәт. Мәзкур баянатчи йәнә бу 12 хил әйибләшниң садам һүсәйингә нисбәтән наһайити әң еғир җаза болидиғанлиқини көрсәткән.
Садам һүсәйин үстидин чиқирилған бу 12 хил әйибләшниң қатариға униң 1988-йили курдларға химийилик қораллар билән зәрбә бериши, 1990-йили униң кувәйткә һуҗум қозғиши һәмдә 1991-йил, шиә мәзһипигә мәнсуп мусулманларни бастуруши вә башқилар киридикән.
Хәвәрләрдә ейтилишичә, әгәр садам һүсәйин үстидин чиқирилған көп хил әйибләшләр етирап қилинип, униң җинайити бекитилсә, бәлки униңға өлүм җазаси берилиш еһтималлиқиму бар икән.
Садам һүсәйин 2003-йили 12-айда америка әскәрлири тәрипидин тутулған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
- Америкиниң ирақта қорал тәкшүрүш доклати вә садам -хитай мунасивити (3)
- Ирақтики күртләр районида партлаш йүз берип аз дегәндә 50 киши қаза қилди
- Ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң һуҗумлири давамлашмақта
- Ирақлиқлар, америка бирләшмә қошуниға наразилиқ билдүрди