Садам һүсәйинниң өлүминиң бир йиллиқи


2007.12.30

Йәкшәнбә күни сабиқ ирақ президенти садам һүсәйинниң дарға есип, өлтүрүлгәнликиниң бир йиллиқидур. Ирақ вә дуня тарихидики муһим бу күндә ирақта қалаймиқанчилиқ вәқәлириниң садир болушидин әнсиригән ирақ һөкүмити түрлүк хәвпсизлик чарилирини қолланди. Бу күни, садам һүсәйинниң йеқинлири вә униңға садиқ болған зор сандики кишиләр садам һүсәйинниң, туғулған юрти тикритниң уҗа йезисиға қоюлған, қәбрисини тавап қилған.

Тикрит шәһири вә бу йезидиму мәлум санда сақчилар һәм қаравуллар ишқа селинип, йүз бериш еһтималлиқи бар қалаймиқанчилиқлардин мудапиә көрүлгән. Шу күни иорданийидә садам һүсәйинниң әгәшкүчилирини йиғилиш паалийәтлири өткүзгән.

Садам һүсәйин һакимийити 2003- йили америка армийисиниң һуҗумлири билән ағдурулғандин кейин, узун өтмәй садам қолға чүшкән вә бир қанчә мәзгил түрмидә тутуп турулғандин кейин йеңи ирақ һөкүмити алий сот мәһкимиси тәрипидин өлүм җазасиға буйрулған. Бирақ, садам өзигә артилған җинайәтләрни қәтий етирап қилмиған. Ахири 12- айниң 30- күни дарға есип өлтүрүлгән.

Садамдин кейин бас партийисиниң бир қанчә нәпәр алий башлиқлириғиму өлүм җазаси берилгән. Лекин, ирақта һөкүмәт тәшкилләнгәндин буян шиәләр билән сүннийләр арисидики зиддийәт өткүрлишип кәткән болуп, көп қетим тоқунушлар йүз берип, нурғун адәм өлгән иди. Садамниң қоллиғучилири сүннийләрни асас қилған икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.