Франсийә хитай саяһәтчилири қолланмисида сиясий түс алған мәсилиләрни тәкитлимәсликни тәләп қилди
Франсийә һөкүмити саяһәтчилик оргини тәрипидин чиқирилған "хитай саяһәтчилири вә содигәрлири қолланмиси" да тибәт , тәйвән һәмдә тйәнәнмин вәқәси қатарлиқ сиясий түс алған мәсилиләрниң оттуриға чиқмаслиқи алаһидә тәкитләнгән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң пәйшәнбә күнидики хәвиридә ейтилишичә, "хитай саяһәтчилирини қандақ қилғанда техиму яхши күтүвалғили болиду?" дегән темидики мәзкүр 65 бәтлик қолланмида саяһәтчиләргә " қандақ пикирлишиш вә қандақ сода қилиш " һәққидә йол көрситидиған пикирләр көрситилгән болуп, сиясий түс алған сәзгүр мәсилиләрниң оттуриға чиқип қелишиниң алдини елиш керәклики тәләп қилинған.
Бу арида франсийә кишилик һоқуқ вә пуқраларниң һоқуқи бирләшмисиниң баянатчиси, франсийә һөкүмитиниң бундақ тәләпләрни оттуриға қоюши интайин күлкилик бир иш дәп билдүрди. У сөзидә йәнә, хитайда "тйәнәнмин вәқәси" дегән аталғу аллиқачан чәкләнгән , бирақ , франсийә хитайниң буйруқи буйичә иш қилмаслиқи керәк иди" деди. Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, франсийигә кәлгән хитай саяһәтчиләрниң сани йилдин - йилға көпәйгән , 2006- йили франсийигә кәлгән хитай саяһәтчиләрниң сани 660 миңға йетидикән.
Хитайниң франсийә билән болған мунасивити, башқа яврупа дөләтлири билән болған мунасивитидин алаһидә йеқин болуп, франсийә яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилиш пикиридә әң чиң туруватқан дөләтләрниң бири һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ширактин кишилик һоқуқни тәкитләшни тәләп қилди
- Хитай билән франсийә 14 хил һәмкарлиқ келишими түзди
- Франсийә президенти җак ширак хитайни зиярәт қилди
- Франсийә: хитай тоқумичилиқ експортиниң көпийиши наһайити җиддий бир мәсилә
- Хитай франсийидин йолучилар айропилани сетивелиш тохтимиға имза қойди