Америка һөкүмити хитайниң сабиқ баш министири чән чичәнниң сөзигә изаһат беришни тәләп қилди
2004.11.01
Америка һөкүмити дүшәнбә күни хитай һөкүмитидин хитайниң сабиқ муавин баш министири чән чиченниң президент буш һәққидики сөзлири тоғрисида изаһат беришини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди .
Чән чичән хитайда әнглизчә чиқидиған хитай күндилик гезитидә елан қилған бир обзорда, америкида өткүзүлидиған президент сайлими һарписида президент бушни тәнқид қилип , пүтүн дуняни башқурушқа уруниватиду дәп әйиблигән иди .
Амерка ташқи ишлар минстирликиниң муавин баянатчиси ричард бавчәр, вашнгтонда бәргән баянатида, гәрчә чән чичән һазир хитай һөкүмитидә рәсми бир вәзиписи болмисиму, лекин униң сөзлири биз ташқи ишлар министири колин павәлниң хитай зиярити җәрянида хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиримиздә аңлиған сөзлиримизгә пүтүнләй хилап ипадиләр . Шуниң үчүн биз хитай һөкүмәт рәһбәрлири билән көрүшүп , чән чичәнниң сөзлири вә мәқсәтлири һәққдә бизгә чүшәндүрүш беришини тәләп қилимиз диди . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җон кәррей бейҗиң һөкүмитини хоңкоң демократийисигә тосқунлуқ қилиш билән әйиблиди
- Америка прездент намзатлири ахирқи муназирисини елип барди
- Америка призидент намзатлири ташқи сиясәт үстидә муназирә елип барди
- Буш, приздент сайлиминиң җумһурийәтчиләр намзати болушни қобул қилди
- Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң вәкилләр қурултийи ахирқи күнигә қәдәм қойди