Күвәйт аяллири тунҗи қетим сайламға қатнашти


2006.06.29

Күвәйттә өткүзүлгән парламент сайлимида, күвәйт аяллири тунҗи болуп намзат көрситиш вә беләт ташлаш һоқуқиға игә болди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда , пәйшәнбә күни өткүзүлгән парламент сайлимида 252 нәпәр кандидат ичидин 50 нәпири сайлам намзати қилип бекитилгән , намзатларниң 28 нәпири аяллардин тәшкил тапқан. Күвәйттики әрләр билән аяллар айрим - айрим һалда охшаш болмиған беләт ташлаш понкитлирида беләт ташлиған.

Сайлам үчүн беләт ташлиған 340 миң адәм ичидә аяллар 57 % ни игиләйду.

Күвәйт парламенти өткән йили аялларни сайламға қатнаштурушни қарар қилған иди. Күвәйт дөләт башлиқи әмир әлсабаһ 5 һәптә бурун сайлам райини қайтидин пиланлаш қарари бойичә дөләт парламентини тарқитивәткән шуңа бу қетимқи сайлам мүддәттин бир йил бурун өткүзүлди.

Көплигән ислам дөләтлиридә аяллар сайламға қатнишиш һоқуқидин мәһрум қилиннған болуп, йеқинқи йиллардин бери , бир қисим ислам дөләтлири бу хил түзүмни бикар қилиш арқилиқ мусулман аяллириниң орниниң юқири көтүрүлүши үчүн йол ачмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.