Уйғур балилири русийиниң новосибирск шәһиридики сәнәт фестивалида нәтиҗә қазанди
2007.07.08
Игилишимизчә йеқинда русийиниң атақлиқ пән-техника шәһири новосибирск йәни йеңи сибирийә шәһиридә өткүзүлгән өсмүрләрниң 3-нөвәтлик хәлқаралиқ сәнәт мусабиқисигә уйғур аптоном райониниң балилар вәкили сүпитидә бир гуруппа өсмүр қатнашқан.
Үрүмчи кәчлик гезитиниң хәвиригә асасланғанда, мәзкур мусабиқидә уйғур ели өмики әң яхши тәшкилләш мукапатиға һәмдә 1- дәриҗилик тәмбур челиш мукапатиға еришкән. Булардин башқа йәнә балилар усули, балиларниң саз челиш маһарәтлириму мукапатларға сазавәр болған.
Он нәпәр өсмүрдин тәркип тапқан уйғур ели өмики 3-июл күни ғәлибилик һалда үрүмчигә қайтип кәлгән болуп, бу қетимқи мусабиқигә русийә, қазақистан, моңғулийә вә башқа бир қисим мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи әллириниң 300 гә йеқин өсмүр сәнәткари иштирак қилған. Буларниң ичидә уйғур өсмүрлири яхши нәтиҗә қазанған.
Русийиниң алтай өлкиси вә алтай җумһурийити һәмдә новосибирск шәһири уйғур елиға әң йеқин җайлар болғанлиқи үчүн , бу җайларниң уйғур ели билән биваситә сода-иқтисад һәм мәдәнийәт алақилири елип бериши қоюқлашқан.(Үмидвар)