Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш министирлири пүтүшти
2007.11.04
Хитай дөләт баш министири вен җябав сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан өзбекистан, түркмәнистан, белорусийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилди. Белорусийә униң зияритиниң ахирқи бекитидур.
Вен җябав бу қетимқи сәпириниң биринчи бекити сүпитидә өзбекистанни зиярәт қилип, ташкәнттә ечилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң баш министирлири йиғиниға қатнашти. Җүмә күнидики мәзкур йиғинға хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ шаңхәй һәмкарлиқиға рәсмий әза дөләтләр қатнашқандин сирт йәнә вә моңғулийә, пакистан, иран, һиндистан қатарлиқ көзәткүчи сүпитидики дөләтләрниң вәкиллириму улар билән бир йәргә җәм болди.
Йиғинда, шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң сиясий, сода-иқтисадий вә мәдәнийәт қатарлиқ һәр саһәләрдики һәмкарлиқини техиму күчәйтиш мәсилиси һәмдә район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинғандин ташқири йиғин хуласиси сүпитидә ортақ баяннамә елан қилинған шуниңдәк йеңи һөҗҗәт " шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һөкүмәт, таможна һәмкарлиқи вә өзара ярдәм бериш келишими" имзаланған.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң бәргән учурлириға асасланғанда, хитай баш министири йиғин җәрянида бу тәшкилатни күчәйтишкә мунасивәтлик төт тәклипни оттуриға қойғандин сирт йәнә аталмиш террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликтин ибарәт үч хил күчкә ортақ зәрбә беришни давамлаштурушни тәләп қилған.
Вен җябав 2-ноябир күни йәнә өзбекистан президенти ислам кәримоф билән мәхсус көрүшкәндиму бу мәсилини тәкитлигән болуп, президент ислам кәримоф өзбекистан билән хитайниң һәр тәрәплимә һәмкарлиқлириға юқири баһа берип," өзбекистан бир хитай сияситини қәтий қоллап, тәйвән вә шәрқий түркистан террорлуқ күчлири мәсилилиридә хитайниң мәйданини қәтий тәврәнмәй қоллашни давамлаштуриду" дегән. Венҗябав җавабән өзбекистанниң шәрқий түркистан вә тәйвән мәсилилиридә җуңгони мәйданини қәтий қоллиғанлиқиға рәһмәт билдүргән. Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур темиларниң вен җябав өзбекистан баш министири мирзайев, өзбекистан алий кеңиши қанун палатаси вә авам палатасиниң рәислири билән көрүшкәндиму тәкитлигәнлики мәлум.
Өзбекистан президенти ислам кәримоф буниңдин үч йил илгири хитай рәиси хун җинтав ташкәнтни зиярәт қилғанда вә өзи 2005 - йили әнҗан қирғинчлиқидин кейин бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай тәрәп билән уйғур мустәқилчлирини "шәрқий түркистан террорчи күчлири" дегән нам астида бирликтә бастурушқа разилиқ билдүргән һәмдә әнә шу келишим бойичә өзбек даирилири канадалиқ уйғур һүсәйин җелилни тутуп хитайға тапшуруп бәргән иди. Бирақ канада вә америка хитай вә өзбекистанниң бу қилмишини изчил әйиблимәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмәт вәкиллири оттура асиядики уйғурлар мәсилсини оттуриға қойди
- Америка дөләт мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидәгувалиқ йиғини ечилди
- Хитай, русийә вә иранлар америкини оттура асиядин нери турушқа агаһландурди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду
- Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шивитсийә зияритини рәсми башлиди
- Һүсәйин җелил ахири адвокат билән көрүшүшкә муйәссәр болалиди
- Феликс қулоф, русийә билән иттипақдаш болуш тәклипини бәрди
- Хитай һөкүмити оттура, ғәрбий асия мунбири йиғинида "һәмкарлишип инақ асия қуруш' ни тәшвиқ қилған
- Қирғизистандики вәзийәт