Ш һ т пакистанни көзәткүчи салаһийитидә қобул қилишни музакирә қилмақта
2005.05.26
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң йиллиқ йиғини 4 - июн күни қазақистанниң алмаата шәһиридә ечилиду. Буниң һарписида, хитай һөкүмити, мәзкур тәшкилатниң пакиситанниң көзәткүчи салаһийити билән қатнишиш тәлипини музакирә қиливатқанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән баянатида, " биз шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң күнтәртиби бойичә, пакистанни қобул қилиш мәсилисидә тезрәк қарар елишни үмид қилимиз" - деди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2001 - йили чегра бихәтәрликини қоғдаш намида қурулғандин боян, өзлүксиз кеңийишкә интилмәктә. Һазир хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбәкистан вә таҗикистанлар униң әзаси болуп, өткән йили моңғулийә күзәткүчи салаһийити билән униңға қатнашқан иди. Бу тәшкилатниң паалийәт даирисиму барғансири һәрбий һәрикәтләргә кеңәймәктә.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити нөвәттә өз иттипақдиши болған пакистанни бу тәшкилатқа киргүзүшни үмид қилмақта. (Арзу)