Америка шаңхәй гуруһиниң йиғиниға инкас қайтурди
2006.06.17
Америка ташқий ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни шаңхәй гуруһи башлиқлар йиғини һәққидә тохтулуп, америка шаңхәй гуруһиниң бәзи иҗабий нишанлирини қарши алсиму, лекин бу органниң америкидин қошун чекиндүрүшни тәләп қилиш пиланини қоллимайду вә иран президентиниң йиғинға тәклип қилинғанлиқиға қарши туриду, деди.
Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси мәккормакниң әскәртишичә, америка шаңхәй гуруһи оттуриға қойған сода, район һәмкарлиқи, террорлуқ вә зәһәрлик чекимликкә қарши туруш нишанини қоллисиму, лекин шаңхәй гуруһиниң бәзи һәрикәтлирини қоллимайдикән. У, " чүнки бу һәрикәтләр мәзкур орган оттуриға қойған нишанларға хилап" дәйду.
Шаңхәй гуруһи 2005 - йили астана йиғинида америкини афғанистан вә оттура асиядин қошун чекиндүрүшкә чақирған. Мәккормак, "бу хил тәләп райондики террорлуққа қарши күрәшкә уйғун кәлмәйду " дәп көрсәтти. Шаңхәй гуруһи бу йил америкини оттура асиядин қошун чекиндүрүшкә чақирмиған болсиму, лекин астана хитабнамисиниң күчкә игә икәнликини тәкитлигән.
Мәккормакниң әскәртишичә, шаңхәй гуруһиниң иранни көзәткүчи дөләт сүпитидә йиғинға тәклип қилғанлиқи районниң террорлуққа қарши туруш роһиға уйғун кәлмәйдикән. У, " иран дуня бойичә террорчилиққа ярдәм беридиған әң чоң яки әң асаслиқ дөләт" дәйду. Иран президенти әхмәдиниҗад пәйшәнбә күни йиғинда америкини има қилип, шаңхәй гуруһидики дөләтләр һәмкарлиқини күчәйтиш " зораван күчләрниң тәһдитидин қоғдинишқа" ярдәмчи болиду, дәп тәкитлигән. ( Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғининиң ечилиш мурасими шаңхәйдә өткүзүлди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди
- Шаңхәйдә давагәрләр солап қоюлди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини чаршәнбә күни башлиниду
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати зәһәрлик чикимлик содисиға зәрбә бәрмәкчи









