Америка шималий корийини ядро қораллири мәсилисидә агаһландурди
-
2006-10-05 -
-
-
Америка, шималий корийә ядро қораллири синиқи мәсилиисдики мәйданини йәнә бир қетим очуқ ипадиләш билән биргә шималий корийини мәзкүр синақни елип бармаслиққа агаһландурди.
Америкида "шималий корийниң ядро қораллири мәсилиси 6 тәрәп сөһбити" өткүзүлүватқан бир пәйттә, америка ташқи ишлар ярдәмчи министири киристофер һелл наһайити очуқ қилип" америка тәрәп, шималий корийини ядро қораллири синиқи елип бармаслиққа агаһландуриду" деди.
Америка бирләшмә агентлиқи 5 - өктәбир күни, киристофер һеллниң сөзини нәқил кәлтүрүп": америка, шималий корийиниң ядро қораллириға игә болушини қәтий халимайду" дәп көрсәтти.
Шималий корийә даирилири, сәйшәнбә күни өзлириниң ядро қораллири синиқи елип баридиғанлиқини билдүрүп, америкиниң буниңға тутқан позитсийисини күзәткән, әмма шималий корийә ядро синиқини қандақ чағда елип баридиғанлиқи һәққидә ениқ ипадә билдүрмигән иди.
Ақ сарай йәнә" : америка пйоңяңға һуҗум қилмайду " дәп тәкитләп, " әгәр, шималий корийә ядро қораллири пиланини бикар қилса, ғайәт зор иқтисад вә ташқи дипломатийә мәнпәәтлиригә игә болиду" деди.