Америка, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә зорлимайду
2005.02.15
Америка, шимали корийини иқтисади ярдәм бериш вәдиси билән ядро қораллар сөһбәт өстилигә қайтуруп келиш иһтималлиқиниң барлиқини чәткә қеқип, шимали корийиниң қанунсиз һәрикәтлирини йеқиндин күзитиватқанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бавчерниң ашкарилишичә, ташқи ишлар министири кондилиза райис билән җәнубий корийә ташқи ишлар министири бан ки- мун, "сөһбәткә қийинчилиқ туғдурған шималий корийә, иқтисади ярдәм билән мукапатланмаслиқи керәк" дегән тонушқа кәлгән.
Ричард бавчер, америка бихәтәрлик органлириниң башқа дөләтләр билән бирлишип, шимали корийиниң хәлқарадики қанунсиз паалийәтлирини тәқип қиливатқанлиқини ашкарилиди. Бавчерниң билдүрүшичә, америка шимали корийиниң зәһәрлик чекимлик, әткәсчилик шундақла қирғинчилиқ характерлик қораллар техникисини сетиш җәһәттики паалийитини назарәт астиға алған.
Ақ сарайниң баянатчиси микклилан, мухбирларниң асиядики иттипақдашлар билән бирлишип, шимали корийигә қарши туруш үчүн тәйярлиқ көривамсиләр, дигән суалға җавап бәрмиди. Амма у әскәртип, "бизниң иттипақдашлиримизни қоғдаш мәсулийитимиз бар," дәп көрсәтти.
Җәнубий корийә ташқи ишлар министири бан ки- мун, дүшәнбә күни вашингтонда шималий корийини "хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан әзаси болуш" қа чақирған. Шимали корийә өткән пәйшәнбә күни ядро қораллар мәсилиси бойичә көп тәрәплимилик сөһбәттин чекинип чиққанлиқини елан қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җәнубий корийә, шималий корийиниң ядро қоралға игә икәнликидин гуманлинидикән
- Хитай һөкүмити шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә күчәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка, шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип беришни рәт қилди
- Шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди