Ваң җяруйниң пйоңяңдики дипломатик паалийити " тимтас вә җидди" давамлишиватиду
Хитай компартийисиниң пйоңяңға йоллиған юқири дәриҗилик әмәлдариниң шимали корийини ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш йолидики дипломатик паалийити тимтас вә җидди елип бериливатиду.
Компартийә мәркизи комитети ташқи мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи ваң җяруйниң шимали корийидики зиярити шәнбә күни башланған. Хитай компартийисиниң зувани "хәлқ гезити", ваң җяруйниң һәптә ахири шимали корийә рәһбири ким җуң - ил билән учришидиғанлиқини билдүргән иди. Бирақ һазирғичә һәр иккила тәрәп ким җуң - ил билән өткүзүлгән сөһбәт тоғрисида һечқандақ учур елан қилмиди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи, хитай ташқи ишлар министирлиқи шундақла хитай компартийиси ахбарат баянатчилириниң дүшәнбә күни ваңниң зиярити һәққидә тохталмиғанлиқини хәвәр қилған.
Хитай вә шимали корийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, ваң җяруй йәкшәнбә күни шимали корийә һөкүмитидики 2 - номурлуқ әрбап ким йоң нам билән сөһбәт елип барған. Русийә ахбарат агентлиқи "тасс", ким йоң нам билән ваң җяруйниң сөһбити 3 саәт давамлашқанлиқини хәвәр қилди. "Тасс" ниң билдүрүшичә, пйоңяңдики чәтәллик көзәткүчиләр " тәрәпләр оттурисидики ихтилапниң интайин чоңқурлуқини" тәкитлигән. Бу арида дүшәнбә күни японийә ички кабинт секритари хосада, америка, японийә вә җәнубий корийиләрниң пат арида шимали корийә ядро қораллар мәсилиси бойичә 3 тәрәп йиғини чақиридиғанлиқини елан қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң җяруй, ядро қораллар мәсилиси бойичә шимали корийини зиярәт қилди
- Америка билән хитай, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә чақирди
- Америка, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә зорлимайду
- Җәнубий корийә, шималий корийиниң ядро қоралға игә икәнликидин гуманлинидикән
- Хитай һөкүмити шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә күчәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка, шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип беришни рәт қилди
- Шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилди