Америка вә японийә, шималий корийини атом бомба синиқи елип бармаслиқ һәққидә агаһландурди
2005.05.16
Шималий вә җәнубий корийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири 10 айдин буянқи түнҗи қетимлиқ сөһбитини елип берип, шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилиш йолидики алтә тәрәп сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә үмид туғдурди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка вә җәнубий корийә әмәлдарлири шималий корийиниң бу ипадисигә бир тәрәптин риғбәтләнсә, йәнә бир тәрәптин иһтият қилмақта икән. Чүнки шималий корийә даим америка вә җәнубий корийә арисида оюн ойнап, өзиниң сөһбәттики орнини көтүрүшкә урунуп кәлмәктә.
Америка тәрәп, бу қетим шималий корийә мәсилисидики алтә тәрәп сөһбитиниң әслигә келип, һәққий бир нәтиҗисини көрүшни үмид қилмақта икән.
Буниң алдидила, америка вә японийә, шималий корийини агаһландуруп, әгәр шималий корийә атом бомбиси синиқи елип барса, бу икки дөләтниң униңға җаза йүргүзидиғанлиқини билдүргән. Һалбуки шималий корийә, һәр қандақ шәкилдики җазани уруш елан қилғанлиқниң ипадиси дәп қарайдиғанлиқини көрсәтмәктә.
Америка даирилириниң билдүрүшичә, чарлиғучи сүний һәмралардин тартилған сүрәтләргә асасланғанда, шималий корийиниң деңиз бойидики җиҗув шәһиридә атом бомбиси синиқиға тәйярлиқ көриватқандәк гуманлиқ паалийәтләр елип берилмақта икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис, америка шималий корийигә қарши "үстүнлүккә" игә, дәп көрсәтти
- Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
- Корийини ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш сөһбити илгирләшкә еришәлмиди
- Ваң җяруйниң пйоңяңдики дипломатик паалийити " тимтас вә җидди" давамлишиватиду