Шималий корийә ядро программисини тохтитишта америкиға шәрт қойди


2005.07.27

Чаршәнбә күни шималий корийә ядро мәсилисидики 6 дөләт сөһбити иккинчи күнгә қәдәм қойған мәзгилдә, шималий корийә америкиға шәрт қоюп, әгәр америка корийә йерим арилидин ядро қораллирини елип чиқип кәтсә, у һалда шималий корийиниң ядро программа тәрәққиятини тохтитидиғанлиқини билдүрди.

Шималий корийә тәрәпниң бу шәртлирини сөһбәттики шималий корийә вәкили муавин ташқи ишлар министири ки кйе гван оттуриға қойған болуп, у йәнә, америкиниң шималий корийә коммунистик һакимийитини өрүветиш мәқситидин ваз кечип, тинч һалда ортақ мәвҗут болуп туруш механизимини бәрпа қилишини тәләп қилди.

Әмма буниңға қарита америка вә җәнубий корийә вәкиллири бирликтә америкиниң аллибурунла шималий корийигә қаратқан ядро қораллирини елип чиқип кәткәнликини, шуңа бу йәрдә һазир америкиниң һечқандақ ядро қораллириниң мәвҗут әмәсликини тәкитлиди.

Вашингтон даирилири шималий корийиниң әзәлдин ядро программисини тохтитиш үчүн алдинқи шәрт қойивалидиғанлиқини әйиблиди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдәмчи министири кристофер хил "улар (шималий корийә) әзәлдин башқилардин бурун мәҗбурийәтни үстигә елишни халимайду" дәп билдүрди.

У йәнә, америкиниң әзәлдин шималий корийәгә һуҗум қилиш билән мәсилини һәл қилишни мәқсәт қилмиғанлиқини әскәртти. У сөзидә "шималий корийә мәңгүлүк, пүтүнләй вә испатлиқ һалда өзлириниң ядро программисини тохтатсила, америка вә башқа дөләтләр чоқум шималий корийиниң сөзи вә әмәлий һәрикитигә асасән тегишлик йол тутиду" деди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.