Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиш вәдисигә йеңи шәрт қошти
2005.09.20
Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечидиғанлиқини җакарлап бир күн өтмәйла, ядро қораллардин ваз кечиш тоғрисида йеңи шәрт қойди.
Шималий корийә даирилири, сәйшәнбә күни тинч мәқсәтләр үчүн ишлитидиған ядро риактор қазиниға еришәлмисә, пйоңяңниң ядро қораллар пиланидин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди.
Шималий корийә радио истансисиниң сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, шималий корийә даирилири ядро енергийисидин тинч мәқсәтләр үчүн пайдилиниш һоқуқи барлиқини әскәртип, "әгәр америка ядро риактор қазини билән тәминлимәй туруп шималий корийини ядро қораллар пиланидин ваз кәчүрүмиз десә, бу униң чүши," дәп тәкитлигән.
Шималий корийә буниңдин бир күн илгири бейҗиңда ядро қораллар пиланидин ваз кәчкәнлики тоғрисида 6 дөләт ахбаратиға қол қойған иди.
Шималий корийиниң баянатиға японийә тез инкас қайтурди. японийә ташқи ишлар министири мачимуру, " шималий корийиниң тәлипи қобул қилинмайду," деди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси меккормак, шималий корийиниң тәлипини "6 дөләт ахбаратиниң роһиға хилап," дәп көрсәтти. Меккормакниң тәкитлишичә, америка вәзийәтни диққәт билән күзүтидикән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси, тәрәпләрни өз вәдисидә турушқа чақирди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә йерим арилида тинчлиқтин үмид пәйда болди
- Шималий корийә ядро қораллар пиланидин ваз кәчкәнликини җакарлиди
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити талаш тартишқа чүшүп қалди
- Шималий корийә үчүн пул ақлиған авмендики бир хитай банкиси тәкшүрүлмәктә
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити қайта башланди