Шималий корийә америкидин исраилийигә охшаш имтияз беришни тәләп қилди
2005.10.23
Шималий корийә йәкшәнбә күни америка һөкүмитигә йеңи тәләплирини қоюп, америка һөкүмитиниң шималий корийигә исраилийигә охшаш имтиязлирини беришни тәләп қилди.
Шималий корийиниң һөкүмәт гезити болған "әмгәк хәвири" бу һәқтә елан қилған баш мақалисида, америкини шималий корийә билән исраилийигә икки хил өлчәм қойған дәп әйибләп, "америка ядро тәрәққият мәсилисидә, исраилийигә ян басти һәтта униң билән һәмкарлашти. Шималий корийә буни қобул қилмайду һәмдә америкиниң ядро мәсилисигә икки хил өлчәм тутушиға йол қоймайду" дәп язған.
Мақалида йәнә, исраилийиниң хәлқара ядро қораллирини кеңәйтмәслик шәртнамисиға хилап һалда, ядро қораллирини мәхпий сақлаватқанлиқи, исраилийиниң иттипақдиши болған америкиниң, шималий корийигә исраилийигә охшаш муамилә қилиши керәклики йезилған.
Шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилиш мәқситидә елип бериливатқан 6 дөләт сөһбитиниң давами келәр һәптә бейҗиңда ечилишқа бекитилгән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав киләр һәптә шималий корийини зиярәт қилиду
- 8 Нәпәр шималий корийилик мусапир чиңдавда җәнубий корийиликләрниң мәктипигә киривалди
- Ким җуң ил, вуйи башчилиғидики хитай вәкиллири билән көрүшти
- Америка пүтүн дөләтләрни иран билән ядро һәмкарлиқини тохтитишқа чақирди
- Америка һәр қайси тәрәпләрни "бирләшмә баянат" ни иҗра қилишқа дәвәт қилди