Шималий корийә рәһбири ким җуңил хитайни мәхпий зиярәт қилди


2006.01.10

Җәнубий корийә һәрбий ахбарат оргининиң хәвәр қилишичә, шималий корийә рәһбири ким җуңил хитайни мәхпий зиярәт қилишқа башлиған. Исмини ашкарилашни халимайдиған җәнубий корийә һәрбий даирилириниң бирләшмә ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, ким җуңил сәйшәнбә күни пойиз билән мәхпий түрдә чигридин өткән болуп, униң хитайни мәхпий зиярәт қилиштики пилани мәлум әмәскән.

Мәзкур әмәлдар хитай һәрбий мәнбәлири тәминлигән учурға асасән бәргән мәлуматида, " биз униң пойиз билән хитайға маңғанлиқини ениқлидуқ" дәйду. Әмма җәнубий корийә мәтбуатлири бу һәқтә охшимиған учурларни бәрмәктә. Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси куң чүән сәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ким җуңилниң хитай зиярити тоғрисида " конкрет учурға игә әмәсликини" билдүрди. У, " әлвәттә ким җуңилниң җуңгони зиярәт қилиш пилани бар" дәйду. Әмма куң чүән, " зиярәтниң конкрет вақти тоғрисида мән мақуллуқ алғандин кейин мәлумат беримән" дәп тәкитлигән.

Шималий корийиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси ким җуңилниң бейҗиңни зиярәт қилғанлиқини рәт қилди. Улар бу һәқтә учур тапшурувалмиғанлиқини билдүргән. Ким җуңил ахирқи қетим 2004 - йили 4 - айда хитайни зиярәт қилған болуп, хитай дөләт рәиси ху җинтав өктәбирдә пйоңяңға барған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.