Буш билән койзуми бирликтә шималий корийигә узун мусапилиқ башқурулидиған бомба синақ қилиш мәсилисидә агаһландуруш бәрди
2006.06.30
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка президенти җорҗи буш билән японийә баш министири койзуми пәйшәнбә күни ақсарайда учришип көп темида сөһбәт өткүзгәндин кейин, бу икки рәһбәр бирликтә мухбирлар йиғинида шималий корийини агаһландуруп " биз һәр иккимиз шималий корийиниң узун мусапилиқ башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқиға җиддий муамилә қилимиз, мәйли немә болушидин қәтий нәзәр, шималий корийиниң бундақ узун мусапилиқ башқурулидиған бомбини синақ қилидиған һәр қандақ пилани болмаслиқи керәк" , "бундақ пилан қобул қилинмайду" , "шималий корийиниң рәһбири болған киши пүтүн дуняда йетим қилиш яки дуняниң ишлириға бир дөләт қатарида актип қатнишиштин ибарәт икки йолниң бирини таллиши керәк" деди.
японийә баш миниситири койзуми сөзидә "пиңйоң америка чоң қуруқлуқиға йетип баралайдиған таподоң -2 бәлгилик узун мусапилиқ башқурилидиған бомба синақ қилғанлиқи үчүн һәрхил бесимға дуч келиши мумкин, әң яхшиси улар дуч келидиған қаттиқ бесимларниң мәзмуни һәққидә һазирчә еғиз ачмай турайли" деди.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, америка президенти җорҗи буш билән японийә баш миниситири җуниширо койзуми бу қетим пиңйоңниң узун мусапилиқ баштурулидиған бомба синақ қилғанлиқи мәсилисила әмәс, японийиниң америкидин кала гоши импорт қилиш мәсилиси вә ирақ, афғанистан мәсилилириниму музакирә қилди. Бу икки рәһбәрниң бирләшмә баянатида "хитайниң баш көтүрүп чиқиши мәсилисидә америка билән японийә шәрқий асияниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн актип һәмкарлишиду" дейилгән. (Вәли)