Америка шималий корийиниң һәмкарлишишни рәт қилғанлиқини әйиблиди
2006.07.12
Хитайда зиярәттә болуватқан америкиниң шималий корийә ядро ишлиридики әлчиси шималий корийиниң һәр қайси дөләтләрниң тәклипини рәт қилип, ядро киризисини һәл қилиш җәһәттики һәмкарлиқларға актип инкас қайтурмиғанлиқини әйиблиди.
Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири кристофер хилл бейҗиңда, хитай һөкүмитиниңму шималий корийә ядро киризисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ейтип," хитайму күчәватиду, биз һәммимиз күчәватимиз. Әпсус пәқәт шималий корийәла һечқандақ тиришчанлиқ көрсәтмәйватиду" деди.
Кристофер хилл буниң алдида ,америкиниң хитай билән бирликтә бу мәсилини һәл қилидиған бир депломатик йолни тепип чиқишни үмид қилидиғанлиқини ейтқан иди. У йәнә ,японийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға шималий корийигә җаза қоллинидиған бир парчә қарар лайиһисини сунуш тәклипини қоллиди.
Бу лайиһини қоллайдиған дөләтләр алди билән хитайниң депломатик йол арқилиқ шималий корийини гәпкә киргүзүшини күткәчкә, бу лайиһигә беләт ташлаш вақтини кәйнигә сүрүп кәлди. Бу лайиһини оттуриға қойған японийә, "навада хитай даирилири аран шималий корийини 6 дөләт сөһбитигә қайтишқила көндүрәлисә, у һалда японийә бу қарарда чиң туриду" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә шималий корийә мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа алдиримайду
- Америка әлчиси хитайға берип шимали корийә кирзисини һәл қилиш үчүн музакирә башлиди
- Хәлқара җәмийәт шимали корийә кризисини дипломатийә арқилиқ һәл қилиш үчүн тиришмақта
- Буш вә ху җинтав корийә ядро қораллири тәһдити мәсилиси үстидә телефун сөһбити елип барди
- Шималий корийә өзиниң һәрикитигә диққәт қилиши керәк, бу агаһландурушла әмәс, бәлки нәсиһәт