Америка хитайниң шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә тутқан ролидин чоң үмид күтмәйдиғанлиқидин бишарәт бәрди
2006.07.13
Америка ташқи ишлар ярдәмчи министири киристофәр хелл 13 - июл күни, хитайниң, шималий корийә ядро қораллири мәсилиси бойичә, шималий корийә тәрәп билән елип барған сөһбитиниң нәтиҗилик болмиғанлиқини оттуриға қойған бир пәйттә , хитай билән шималий корийә тәрәп бу һәқтики сөһбитини дәрһал тохтатти.
Америка бирләшмә агентлиқидин мәлум болушичә, Christopher Hill сөзидә йәнә, америкиниң хитайға бу мәсилә үстидә шималий корийә тәрәпни әйвәшкә кәлтүрүшкә тиришчанлиқ көрситиши үчүн йәнә бир қанчә күн вақит беридиғанлиқини билдүргән.
Хитай билән русийә төнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, шималий корийә ядро қораллири мәсилиси һәққидә йеңи бир қарар лайиһисини оттуриға қойған иди, бирақ америка вә японийә тәрәп буниңға қарита сус муамилидә болди.
Бу арида америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш вәкили, америка тәрәпниң йәнила , илгири японийә оттуриға қойған қарар лайиһисини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
японийиниң оттуриға қойған қарар лаһийиси ичигә , бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шималий корийә тәрәпни җазалаш тәдбириму киргүзүлгән болуп, хитай билән русийә йәнила , шималий корийә ядро қораллири мәсилисини бир тәрәп қилишта һәрбий йол билән җазалаш һәрикити елип бармаслиқни тәшәббүс қилди.
Шималий корийә 7 - айниң 5 - күни японийә деңизи әтрапиға йеқин җайда 7 қетим башқурулудиған бомба синиқи елип барғандин кейин, хәлқара җамаәтниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка шималий корийиниң һәмкарлишишни рәт қилғанлиқини әйиблиди
- японийә шималий корийә мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа алдиримайду
- Америка әлчиси хитайға берип шимали корийә кирзисини һәл қилиш үчүн музакирә башлиди
- Хәлқара җәмийәт шимали корийә кризисини дипломатийә арқилиқ һәл қилиш үчүн тиришмақта
- Буш вә ху җинтав корийә ядро қораллири тәһдити мәсилиси үстидә телефун сөһбити елип барди