Әгәр шималий корийә ядро синиқи елип барса, у уруш иғвагәрчилики дәп һесаблиниду


2006.09.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

японийидә чиқидиған 'кйото хәвәрлири' дә баян қилинишичә, америкиниң пәвқуладдә әлчиси, алтә тәрәп сөһбәт вәкили крстофер хилл әпәнди 11 ‏- сентәбир күни 'шималий корийә алтә тәрәп сөһбитигә тиз қайтип келиши керәк. Бу җәрянда һәр қандақ дөләт шималий корийини риғбәтләндүридиған һәрикәттә болмаслиқи лазим' дегән. Хәвәрдә баян қилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, барлиқ әза дөләтләрниң шималий корийини башқурулидиған бомба яки кәң даирилик қирғинчилиқ иқтидариға игә қорал ишләйдиған материяллар билән тәмнилишини чәкләйдиған бир қарар мақулланған.

'Б б с' ниң хәвәр қилишичә, америкиниң ташқи ишлар министири ярдәмчиси крстофер хилл әпәнди шималий корийигә 'әгәр шималйи корийә ядро синиқи елип барса, у уруш иғва гәрчилики һесаблиниду ' дәп җиддий агаһландуруш бәргән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.