Ялуҗаң дәряси көврүкидә қатнаш тохтиди
2006.10.11
Бирләшмә агентлиқиниң хитайниң шималий корийә чегрисиға җайлашқан дәндоң шәһиридин хәвәр қилишичә, гәрчә хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси люҗәнчав ' шималий корийә ядро синиқи елип берип хитай билән шималий корийә оттурисидики мунасивәтни бузуп ташлиди, әмма икки дөләт оттурисидики қатнаш һазир техичә нормал' дегән болсиму, әмәлийәттә 9 - өктәбир күни дәндоң шәһиридин шималий корийигә қатнайдиған аптомобил вә пойиз тохтитип қоюлған.
Ройтрс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 10 - өктәбир күни шималий корийә тәрәп буйру қ чүшүрүп ялуҗаң дәрясиниң көврүки арқилиқ болидиған қатнашни тохтатқан. Хитайниң шималий корийә чегрисида туридиған азадлиқ армийә қисимлиридиму солдатларға арам елиш яки шәхсий иш билән рухсәт сорашни тохтитиш буйруқи чүшүрүлгән. Әркин асия радиосиниң мухбири дәндоң шәһиридки бир орунға телефон қилип қатнаш әһвалини сориғанда, шу җайдики кишиләр 'һазир шималий корийә тәрәпкә өткили болмайду' дәп җавап бәргән. (Вәли)