Хитай шималий корийини җазалаш тәдбиригә пассип позитсийә тутмақта

Гәрчә хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң шималий корийгә қаратқан очуқ сегналиға аваз қошуп "шималй корийиниң ядро синиқи елип бериши хата "дегән ипадини билдүргән болсиму, әмма бейҗиң йәнила, шималий корийигә қарита қаттиқ җазалаш қоллиниш һәрикитини қоллашта пассип позитсийә билдүрмәктә.

Ройетрис агентлиқи пәйшәнбә күни, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчавниң сөзини нәқил кәлтүрүп": шималий корийини җазалаш усули, шималий корийә мәсилисини тенч йол билән бир тәрәп қилишта мәнпәәтлик рол ойниши керәк" деди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ америка әлчиси, пәйшәнбә күни бихәтәрлик кеңишигә бир парчә қарар лайиһиси сунуп, пюңяңниң, ядро қораллири синиқи пиланидин дәрһал ваз кечишини тәләп қилди. Мәзкүр қарар лайиһисидә, шималий корийгә қорал йөткәшни қәтий чәкләш билән биргә, һәр хил зиннәт буюмлирини импорт қилишни мәний қилиш бәлгиләнгән. Америка даирилири, бихәтәрлик кеңишиниң мушу һәптә ичидә мәзкүр қарар лайиһисигә қол қоюшини үмид қилмақта.

Пюңяң дүшәнбә күни, ядро қораллири синиқи елип баридиғанлиқини елан қилғандин кейин, японийә пйоңяңни җазалаш һәрикитини башливәтти. Бу арида , шималий корийиниң японийә ишлири мәсули " әгәр японийә йәнә йеңи җаза қолланса, пюңяң " тақабил туруш тәдбири " қоллиниду дәп билдүрди.

японийә, шималий корийигә мал киргүзүшни тохтитиш, шималий корийиликләрни японға киргүсмәсликкә охшаш бир қатар иқтисадий җазаларни рәсмий йолға қоюшқа башлиди. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org