Хитай һөкүмити, шималий корийә чегрисидики таможниларда тәкшүрүш ишлирини башливәтти


2006.10.16

Америка һөкүмити дүшәнбә күни, хитай һөкүмитиниң б д т тәрипидин шималий корийигә қарши йолға қоюлған имбаргоға асасән шималий корийә чегрисида тәкшүрүш ишлирини башлатқанлиқини билдүрди.

Ақсарайниң баянатчиси тони сино мухбирларға бәргән баянатида, бизму хитай һөкүмитиниң шималий корийә чегрисидики таможнилардин өткән таварларни тәкшүрүшкә башлиғанлиқини аңлидуқ. Бу хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған б д т қарариға әмәл қилидиғанлиқиниң бишарити һесаблиниду.

Б д т бихәтәрлик кеңиши шималий корийә атом бомба синиқи елип барғандин кейин, америка вә ғәрб дөләтлириниң тәлипигә асасән шималий корийигә қарши имбарго йолға қойған. Гәрчә, бихәтәрлик кеңишиниң бәш даимий әзасиниң бери болған хитай шималий корийигә қарши имбарго қарарини қоллиған болсиму, лекин америка һөкүмити, хитайниң шималий корийә чегрисидики таможниларда тәкшүрүш ишлириға җиддий қаримайватқанлиқини билдүргән иди.

Ақсарайниң баянатчиси, шималий корийә билән болған мунасивити һәмдә бу дөләт билән чегридаш болғанлиқи түпәйлидин, б д т ниң шималий корийигә қарши йолға қойған имбаргосини әмәлийләштүрүш мәсулийитиниң асаслиқ қиисми хитай вә җәнубий корийидин ибарәт бу икки дөләтниң үстидә болиду, деди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.