Хитай һөкүмити, шималий корийә чегрисидики таможниларда тәкшүрүш ишлирини башливәтти
-
2006-10-16 -
-
-
Америка һөкүмити дүшәнбә күни, хитай һөкүмитиниң б д т тәрипидин шималий корийигә қарши йолға қоюлған имбаргоға асасән шималий корийә чегрисида тәкшүрүш ишлирини башлатқанлиқини билдүрди.
Ақсарайниң баянатчиси тони сино мухбирларға бәргән баянатида, бизму хитай һөкүмитиниң шималий корийә чегрисидики таможнилардин өткән таварларни тәкшүрүшкә башлиғанлиқини аңлидуқ. Бу хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған б д т қарариға әмәл қилидиғанлиқиниң бишарити һесаблиниду.
Б д т бихәтәрлик кеңиши шималий корийә атом бомба синиқи елип барғандин кейин, америка вә ғәрб дөләтлириниң тәлипигә асасән шималий корийигә қарши имбарго йолға қойған. Гәрчә, бихәтәрлик кеңишиниң бәш даимий әзасиниң бери болған хитай шималий корийигә қарши имбарго қарарини қоллиған болсиму, лекин америка һөкүмити, хитайниң шималий корийә чегрисидики таможниларда тәкшүрүш ишлириға җиддий қаримайватқанлиқини билдүргән иди.
Ақсарайниң баянатчиси, шималий корийә билән болған мунасивити һәмдә бу дөләт билән чегридаш болғанлиқи түпәйлидин, б д т ниң шималий корийигә қарши йолға қойған имбаргосини әмәлийләштүрүш мәсулийитиниң асаслиқ қиисми хитай вә җәнубий корийидин ибарәт бу икки дөләтниң үстидә болиду, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай шималий корийини җазалаш тәдбиригә пассип позитсийә тутмақта
- ялуҗаң дәряси көврүкидә қатнаш тохтиди
- Шималий корийә давамлиқ ядро синиқи елип бериш арқилиқ хәлқара җәмийәтниң җазалаш тәдбиригә тақабил турмақчи
- Шималий корийиниң ядро синиқи хәлқарада күчлүк инкас қозғиди
- Шималий корийиниң ядро бомба синиқи хәлқара җәмийәтни чүчүтти