Шималий корийә әмди тоңлитилмайдиған банка һесабатиға игә болушни тәләп қилмақта


2006.11.01

Шималий корийә бултур бир йил ичидә алтә тәрәп сөһбитини вә америкиниң иқтисадий җаза қоллиниш тәшәббусини, болупму америкиниң 'сахта америка доллири ясиди' дәп әйибләп, униң макавдики банка һесабатини тоңлитишини рәт қилип кәлгән иди.

Шималий корийә өткән айда ядро синиқи елип барғандин кейин, б д т буниңға қарита җаза қоллиниш қарарини чиқарди. Бу қарарда, шималий корийиниң ядро қувити һәққидики сөһбәт җазалашқа тәсир йәткүзмәйду, та сөһбәт аяғлашмиғичә, дәп бәлгилигән иди.

'Бирләшмә агентлиқи'ниң бүгүн сиол шәһиридин хәвәр қилишичә, шималий корийә һазир ядро сөһбитигә аллиқачан қайтип кәлгәнликини, әмди сөһбәтни давамлаштуруш үчүн тоңлитилмайдиған банка һесабатиға игә болуши керәкликини тәләп қилған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.