Бейҗиңда, америка, хитай вә шималий корийә 6 тәрәп вәкиллири сөһбәттә болди
2006.11.28
Америка, хитай вә шимали корийә вәкиллири йеқинда бейҗиңда учришип, шималий корийиниң ядро қораллири пиланини тохтитиш һәққидики 6 тәрәп сөһбитини әслигә кәлтүрүш һәққидә музакирә елип барди. Лекин бу 3 дөләт дипломатлири мәзкур сөһбәт һәққидә тәпсилий мәлумат бериштин өзлирини қачурди.
Хәвәрләрдә ейтилишичә, америка, хитай вә шималий корийиниң 6 тәрәп сөһбити депломатлириниң һәммисиниң дегидәк кәйпияти төвән болуп, улар мухбирларни зияритини қобул қилишни халимиған.
японийә вә җәнубий корийиниң 6 тәрәп сөһбити вәкиллириму мушу һәптә бейҗиңға йетип кәлгән; лекин уларму ашкара оттуриға чиқишни халимиған. Росийә тәрәп болса, бу қетим бейҗиңда ечиливатқан мәзкур сөһбәткә вәкил әвәтмигән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бу қетимқи бейҗиңдики учришиш арқилиқ, 6 тәрәп сөһбитиниң чапсанрақ әслигә келишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Лекин шималий корийиниң бейҗиңда турушлуқ консули бу һәқтә һечқандақ пикир баян қилмиған.
Шималий корийә америка йүргүзгән иқтисадий җазадин қаттиқ нарази болуп кәлгән иди. Йеқинда, америка шималий корийиниң малийә чәклимиси мәсилисини бир тәрәп қилишқа мақул болғандин кейин, шималий корийә қайта сөһбәттә болушқа мақул болған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә әмди тоңлитилмайдиған банка һесабатиға игә болушни тәләп қилмақта
- Шималий корийә 2001 - йилидин 2005 - йилиғичә 40 данә башқурулидиған бомба сатқан
- Җәнубий корийә тунҗи қетим шималий корийигә берилгән җаза һәққидә тохталди
- Хоңкоң шимали корийиниң йүк парахотини тутуп қалған
- Америкиниң шималий корийә ядро қораллири мәсилисини бир тәрәп қилиш дипломатийиси изчил давамлашмақта