Шималий корийә давамлиқ ядро синиқи елип бериш арқилиқ хәлқара җәмийәтниң җазалаш тәдбиригә тақабил турмақчи
2006.10.11
'Бирләшмә агентлиқи'ниң 10 - айниң 11 - күни сиол шәһиридин хәвәр қилишичә, шималий корийә 9 - өктәбир күни ядро синиқи елип барғанлиқини җакарлаш арқилиқ район характерлиқ җиддийлик пәйда қилғандин кейин, хошна дөләтләрниң пинйоң һөкүмитини җазалаш тоғрисида қойған тәклиплири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишидә музакирә қилинишқа башлиған иди.
Америка президенти җорҗи буш 11 - өктәбир күни шималийй корийигә һәрби һуҗум қилмай қаттиқ иқтисадий җаза қоллунушни тәшәббус қилған. Бундақ әһвал астида, шималий корийә хәлқара тәшкилатниң қоллиниши мумкин болған җазалаш тәдбирини 'уруш елан қилғанлиқ' дәп қарайдиғанлиқини вә буниңға тақабил туруш үчүн давамлиқ ядро синиқини елип баридиғанлиқини билдүргән.
'Кйото хәвәрлири'дә баян қилинишичә, японийә авам палатаси11 - өктәбир күни кәчтә шималий корийиниң ядро синиқи елип беришқа қарши туруш тоғрисида қарар мақуллап, буниңға асасән шималий корийидин мал импорт қилишни тамамән тохтутуш, шималий корийиликләрни японийигә киргүзмәслик, шималий корийә парахотлириниң япон пиристанлирида тохтитилишини мәни қилиш қатарлиқ иқтисадий тәдбирләрни қоллунушқа башлиған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- ялуҗаң дәряси көврүкидә қатнаш тохтиди
- Шималий корийиниң ядро синиқи хәлқарада күчлүк инкас қозғиди
- Шималий корийиниң ядро бомба синиқи хәлқара җәмийәтни чүчүтти
- Әгәр шималий корийә ядро синиқи елип барса, у уруш иғвагәрчилики дәп һесаблиниду
- 38 - Параллилда йүз бәргән етишиш вәқәсидин кейин икки корийә мунасивити җиддийлишип кәтти









