Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
2008.02.07
Америкидики президент сайлими һазир президентлиққа намзат көрситиш басқучида туруватиду. Бу қетимқи сайламда көрситилгән президент намзатлири ичидә аял вә аз санлиқ милләтниң болғанлиқи америка тарихидики бир йеңилиқ болғачқа, бу вәқә пүтүн дуняниң деққитини бурунқи йилларда көрүлүп бақмиған дәриҗидә өзигә җәлип қилди. Америка пуқралириниң сайламға қатнишиш несбитиму 2004 - йилидики сайламға қариғанда икки һәссә көп болди. Бу қетимқи сайламдики йәнә бир чоң алаһидилик шуки, охшимиған партийидин көрситилгән президент намзатлириниң һәммиси америкиниң кәлгүсидики ташқи сиясити қандақ болидиғанлиқи һәққидә өзиниң тәпсилий тәшәббусини оттуриға қойди вә өз-ара җиддий муназирә қилишти. Бу муназиридә америка -хитай мунасивити мәсилиси президент намзатлири җиддий муназирә қиливатқан муһим ноқтиларниң бири болуп қалди. Буниң тәпсилатини төвәндә мухбиримиз вәли аңлитиду.
Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
Америкида һәр қайси учур вастилири нәқ мәйдандин бәргән хәвәрләргә асасланғанда, америкида давамлишиватқан президент сайлими һазир президентлиққа намзат көрситиш басқучида.1 - Айниң 3 - күни, америкиниң айова шитатида тунҗи дағдуға башланғандин кейин, 24 штат сайлам қайнимиға кирди. Бу сайлам дағдуғиси 2 - айниң 5 - күни калифорния штатида юқири пәллигә көтүрүлди.
Икки партийиниң әң ахирқи президент намзати техи мәйданға кәлмиди
Намзатларниң авазға еришиш әһвалидин қариғанда, демократлар партийиси көрсәткән намзатларниң сайлам дағдуғиси наһайити чоң, әмма намзатларниң авазға еришиш несбитидә техичә чоң пәрқ шәкилләнмиди, шуңлашқа бу партийидин техичә ахирқи президент намзати мәйданға кәлмиди. Җумһурийәтчиләр партийиси көрсәткән намзатларниң сайлам дағдуғиси дәсләптә кичик башлинип барғансери чоңайди. Һазир уларниң авазға еришиш несбитидә чоң пәрқ шәкиллинип, униңда ахирқи президент намзати мәйданға чиқишқа йеқинлашти.
Президентлиққа аяллардин вә аз санлиқ милләттин намзат көрситилгәнлики америка тарихидики бир йеңилиқ
Америкиниң бу қетимқи президент сайлимида көрситилгән президент намзатлири ичидә, һелари килинтон ханимдин ибарәт аял намзат вә барәк обама дин ибарәт америкида нопус сани аз болған қаратәнлик намзатниң болғанлиқи америка тарихидики бир йеңилиқ болуп һесаблиниду. Бу вәқә пүтүн дуняниң деққитини бурунқи йилларда көрүлүп бақмиған дәриҗидә өзигә җәлип қилди. Америка пуқралириниң сайламға қатнишиш несбитиму 2004 - йилидики сайламға қариғанда икки һәссә көп болди.
Хәлқ кимниң сиасәт -тәдбирлирини мувапиқ дәп қариса шу намзатқа аваз бәрмәктә
Бу қетимқи сайламда, охшимиған партийидин көрситилгән президент намзатлириниң һәммиси америкиниң кәлгүсидики ташқи сиясити қандақ болидиғанлиқи һәққидә, америкидики иқтисадий мәсилиләрни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи, дөләт пуқралириниң сағламлиқ суғуртиси вә маарип сиясити җәһәтләрдә дөләт пуқралирини қандақ капаләткә игә қилидиғанлиқи һәққидә өзлириниң тәпсилий тәшәббусилирини оттуриға қойди вә мәсилиләр буйичә өз-ара җиддий муназириләшти. Хәлқ кимниң сиасәт -тәдбирлирини мувапиқ дәп қариса шу намзатқа аваз бәрмәктә.
Намзатлар хитайниң баш көтүрүш сиястидин еһтият қилиду
Америка авазиниң баян қилишичә, бу қетим президентлиққа көрситилгән намзатлар җиддий муназирә қиливатқан муһим ноқтиларниң бири америка -хитай мунасивити мәсилиси болди.Намзатларниң ичидә мәйли у қайси партийидин болсун, хитай билән болған мунасивәттә, хитайниң 'баш көтүрүш' сияситидин еһтият қилидиғанлиқини ипадилимигән бирму намзат йоқ.
Җумһурийәтчи президент намзати җоһн мккәйн хитайдин әндишә қилмайду
Америка авазиниң хәвәрқилишичә, җумһурийәтчиләр партийисидин көрситилгән президент намзати җоһн мккәйн америка деңиз армийиисниң генераллиридин болған, вейтнам урушида әсиргә елинип, вейтнам түрмисидә қаттиқ қейин-қистаққа елинип, биринчи қол материялға игә болған киши болуп, учур вастилири уни әң тәҗрибилик депломат, дәп қарайду. У реқабәт баянатида, әгәр президент болуп сайланса, бейҗиң һөкүмити билән болған мунасивәтни көп җәһәттин қанат яйдуридиғанлиқини, тәйвән боғузи мәсилисини сөһбәт билән һәл қилидиғанлиқини, әгәр тәйвән тәһдиткә учриса, униң өзини қоғдишиға ярдәм биридиғанлиқини җакарлиди.
- Хитайниң дәриҗидин ташқири дөләт болмақчи икәнликини билимз, - дәйду мккәйн әпәнди көпчилик һазир еһтият қиливатқан хитайниң 'баш көтүрүш' сиясити һәққидә тохталғанда, - әмма , хитайниң дуня еқимиға қандақ образ билән киридиғанлиқи бу бир мәсилә. Тинч йол билән кирсә өзи үчүн пайдилиқ, әмма хитай бәзидә, худди өзиниң аләм бошлуқида башқа дөләтләрниңки билән биргә туруватқан сүни һәмраһини етип чүшүридиған толиму ахмиқанә иш қилип қойиду, униң тәйвәнгә қолланған вастилириму ақиланилиқ әмәс, америка дуняда иҗад қилиш күчи вә реқабәт күчи әң күчлүк импорт вә икиспорт дөлити. Америка өзиниң әқлий мүлкини қоғдиялайду, буни дуня сода тәшкилати арқилиқ ишқа ашуриду.
- Мән 'гугул ширкити'ни зиярәт қилғанда, - дәйду мккәйн, - бу ширкәттә дунядики әң әқиллиқ зиялийлар ишләватқанлиқини көрдүм. Америкиниң пән-илимдә һаман үстүнлүкни игиләп туридиғанлиқиға 100%ишинимән, хитайдин әндишә қилишниң һаҗити йоқ.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бундақ көз қараш америкидидики асасий еқим вә консерватипларниң көз қариши. Йәнә бир җумһурийәтчи президент намзати мкромнейниң реқабәт күчиму юқири өрләватиду.
Демократчи президент намзати һелари килинтон ханим вә барәк обамаларниң реқабәт күчи наһайити йоқири
Бу қетимқи сайламда демократлар партийисидин президент намзатлиқиға көрситилгән һелари килинтон ханимниң реқабәт күчи наһайити йоқири. У америкидики консерватип көз қарашлардин әндишә қилиду. Бәлки хитайниң 'баш көтүрүш' сияситини америка үчүн әң чоң тәһдит, әгәр хитайниң мәблиғигә таянса, америкиниң иқтисадий әң чоң зиянға учрайду, дәп қарайду.
Сайламда авазға еришиш несбити клинтон ханимға йетишип қеливатқан йәнә бир демократчи президент намзати барәк обама әпәнди болса, хитайниң иқтисадиниң җанлиниши вә сиясий җәһәттә баш көтүрүши асия үчүн йеңи тәрәққият вә пурсәтләрни елип келиду, әмма америка үчүн вә асиядики башқа дөләтләр үчүн тәһдит болиду, қарайду.
Хитайдин келип йәрләшкән пуқраларниң сайламдики роли
Б б с ниң баян қилишичә, америкида қара тәнлик пуқралар вә спанчә сөзләйдиған пуқралардин қалса, хитай көчмәнлириму күндин -күнгә нопуси көпийиватқан җамаәт. Буларниң көпүнчиси демократлар партийисиниң президент намзатлирини қоллайтти. Америкида йеинқи йилларда 'төлигән баҗқа қарап пенсийә пули бериш' сиясити (америкиға йәрләшкәнләр билән уларниң көчүрүп кәлгән ата-анилириға пәрқлиқ муамилә қилиш сиясити) қоллинилишқа башлиғандин кейин, буларниң ичидә көпрәк киримгә еришиватқан кәсп егилири җумһурийәтчиләрпартийиси көрсәткән президент намзатлирини қоллашқа йүзлиниватиду. Һазир америкидики президент сайлимида, президентлиққа намзат көрситиш һәр бир хәлқниң җаниҗан мәнпәәтигә тақилидиған иш болғачқа, сайлам дағдуғиси хәлқни барғансери һаяҗанға салмақта. Қайси партийә көрсәткән намзатниң ғәлибә қилидиғанлиқи техи намәлум. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Кәшмир америкиниң хитайға қарши базиси боламду?
- Хитай америка истратегийилик диалоги давамлашмақта
- Иккинчи қетимлиқ америка-хитай истратегийлик диалоги башланди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Америка - хитай иқтисадий истратегийә сөһбити ахирлашти