Сербийидә президент сайлими өткүзүлди


2008.02.03

Йәкшәнбә күни балқан йерим арилидики сербийә җумһурийитидә президент сайлими өткүзүлди.

Бу қетимқи сайлам иккинчи қетимлиқ президент сайлими болуп, буниңда сербийә милләтчилик пикир еқимидики партийидин келип чиққан президент намзати билән ғәрбпәрәс партийә намзати арисида риқабәт болиду. Русийә билән йеқин өтүп, ғәрбкә тақабил туруш пикрини тәшәббус қилидиған радикал партийә рәһбири томислав николич. Ғәрбпәрәс сиясәт йүргүзүватқан демократик партийидин келип чиққан президент борис тадичқа риқабәт пәйда қилған.

Б б с агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, икки һәптә илгири елип берилған сайламда николич ғәлибә қилған иди. Әгәр у бүгүнки һәл қилғуч сайламда ғәлибә қилса, сербийә җумһурийитиниң президенти болуп, һакимийәт тапшурувалиду һәмдә ғәрбкә болған юмшақ позитсийисини өзгәртиши мумкин икән. Нөвәттә, һәр иккилисиниң сайламда тәңлишип қеливатқанлиқи билдүрүлгән.

Сербийиниң бу қетимқи президент сайлими косованиң мустәқиллиқи мәсилиси, сербийиниң явропа иттипақи вә америка билән болған мунасивәтлиригә бағлинишлиқ болуп, һәр иккила намзат косова мустәқиллиқиғә қарши турған болсиму, лекин уларниң ғәрб демократийиси һәмдә ғәрб билән болған мунасивәт мәсилисидики қариши пәрқлиқтур. Һазир һакимийәт йүргүзүватқан борис тадич болса, сербийини явропа иттипақиниң тәркибигә киргүзүш үчүн һәрикәт қилған болуп, өктичи партийидин болған президент намзати сербийини русийә билән иттипақ қилиш тәрәпдари һәмдә косоваға қаттиқ позитсийә тутушни тәшәббус қилиду.

Косова мустәқиллиқини америка вә явропа иттипақи қоллап кәлгән болуп, русийә буниңға қаттиқ қарши турмақта. Нөвәттә, косова б д т тәрипидин идарә қилинмақта. Косова йеқинда мустәқиллиқ җакарлайдиғанлиқини елан қилған, буниңға русийә билән сербийиликләр қаттиқ қарши турған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.