Сүрийә вә ливан, рафиқ һәррини сүйқәст қилишта қоли барлиқини инкар қилди


2005.10.21

Русийә вә ливан һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, ливанниң сабиқ баш министири рафиқ һәририниң сүйқәсткә учраш дилосиға қоли барлиқини инкар қилди.

Буниң алдида, б д т һәрири дилоси үстидин тәкшүрүш доклатини елан қилип, икки дөләттики юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң сабиқ баш министири рафиқ һәрриниң өлтүрүлиши билән алақиси барлиқини билдүргән иди.

Пәйшәнбә күни елан қилинған бу доклатта йәнә, сүрийә һәрбий ахбарат даирилириниң мәсоли вә сүрийиниң президенти әл әсәд аялиниң тағисиниң у қетимқи сүйқәсткә четишлиқи барлиқи көрситилгән. Рәфиқ һәрири, бу йил 14 - февралда ливанниң пайтәхти бейрутта йүз бәргән бир қетимлиқ өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлаш вәқәсидә өлгән. Б д т тәкшүргүчилириниң билдүрүшичә, бу сүйиқәст буниңдин бир қанчә ай илгири пиланланған.

Сүрийә ахбарат министири җүмә күни б д т тәкшүргүчилириниң бу доклатини сиясий хаишқа игә, һәқиқәт әмәс дәп көрсәтти. Б д т ниң доклатида шундақла ливанниң сүрийәпәрәс президенти лаходниң сүйқәст билән алақиси барлиқи һәққидики гуманлар оттуриға қоюлған. Чүнки улар сүйиқәст йүз бериштин сәл илгирила, ливан президенти лаходниң сүйқәсткә мунасивәтлик бир җинайәт гумандариниң телефонини алғанлиқини байқиған. Әмма президент лаходниң баянатчиси буни инкар қилип, лаходниң у киши билән әзәлдин алақилишип бақмиғанлиқини билдүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.