Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди
2005.02.10
Америка дөләт мәҗлисиниң төт нәпәр әзаси чаршәнбә күни бир тәклип қанун лайиһисини оттуриға қоюп, америка билән хитай оттурисидики мәңгүлүк нормал сода мунасивитини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди.
Бу қетимқи һәрикәтниң башлиғучиси, вермант штатидин сайланған дөләт мәҗлиси әзаси бернард сандис авам палатасиниң ахбарат елан қилиш залида қилған сөзидә, америка дөләт мәҗлисиниң 2000 - йили хитайға бәргән мәңгүлүк нормал сода мунасивити имтиязини қайтуривелиш керәкликини көрсәтти.
У сөзидә: "һәр қандақ киши әгәр америка билән хитай оттурисидики сода мунасивитигә әмилийәткә һөрмәт қилған һалда қарап чиқса, америкиниң бу җәһәттики сияситиниң пүтүнләй ақмайдиған бир сиясәт болуп қалғанлиқини сезиду. Һазир буни өзгәртиштин башқа таллаш йоқ" - дегән. У йәнә америкиниң хитайға қаратқан сода сияситиниң , америкиниң ишләпчиқириш саһәсидики хизмәт пурсәтлириниң йоқилишиға сәвәб болғанлиқини билдүргән.
Улуғ ира гезитиниң хәвиригә қариғанда, бу қанун лайиһиси нөвәттә 56 нәпәр парламент әзалириниң қоллишиға еришкән. Әмма күзәткүчиләр, бу қанун лайиһисиниң америка дөләт мәҗлисиниң қараридин өтүш еһтималлиқиға гуман билән қаримақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада һөкүмити хитай ширкитиниң канада дөләт байриқи изникини ишләпчиқиришини чәклиди
- Америка авам палатаси явропаниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш пиланини әйиплиди
- Америка -хитай дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңдики сөһбитини аяқлаштурди
- Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди