Хитай франсийидин йолучилар айропилани сетивелиш тохтимиға имза қойди
2005.04.21
Хитай авиатсийә ширкәтлири пәйшәнбә күни франсийидин чоң типтики " ербас" бәлгилик йолучилар айропиланини өз ичигә алған 30 данә йолучилар айропилани сетивелиш тохтимини имзалиди.
Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу "ербас" бәлгилик йолучилар айропиланлириниң омумий қиммити үч милярд доллардин ашидикән. Бу тохтамлар дәл франсийә баш министири рәфарин бейҗиңни зиярәт қиливатқан бир мәзгилдә түзүлгән.
Рәфаринниң зиярити җәрянида, хитай даирилири йәнә франсийә ширкәтлиридин юқири техникилиқ пойиз вә башқа төмүр йол әслиһәлирини сетивелишқа қошулған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу содилар хитай-франсийә мунасивитиниң күчийиватқанлиқиниң ипадиси икән. Сиясий җәһәттин, франсийә баш министири раффарин, яврупа бирликиниң хитайға йүргүзүватқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүрүшкә һечқандақ сәвәбниң йоқлиқини билдүрүп, франсийиниң давамлиқ түрдә қорал чәклимисини бикар қилиш үчүн тиришидиғанлиқини тәкитлигән һәмдә хитайниң " дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни қоллиған. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тийәнәнмен анилар һәрикити ширакниң қорал имбаргосини бикар қилиш чақириқини әйиплиди
- Ширак хитайдики зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисидин өзини қачурди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати ширакни хитайға бесим ишлитишкә үндиди
- Франсийә презденти ширак шаңхәйгә йетип барди
- Франсийә призиденти хитай рәһбәрлиригә сияси мәһбуслар мәсилисидики әндишисини йәткүзди