Америка хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әриз суниду
2007.07.13
Америка сода вәкили сузан шиваб, америкиниң хитай - америка арисидики хитайниң експорт таварлириға қошумчә ярдәм пули бериш мәсилисини чөридигән талаш - тартишларға дуня сода тәшкилатиниң кесим чиқиришини тәләп қилмақчи болуватқанлиқини елан қилди.
Америка сода вәкили ишханисиниң баянатида әскәртишичә, хитай дуня сода тәшкилатиға кириштә експорт мәһсулатлириға қошумчә ярдәм пули беришни бикар қилишқа вәдә бәргән болсиму, лекин америка һазирғичә хитайниң бу вәдисини әмәлгә ашурғанлиқини көрүп йитәлмигән.
Америка бу йил 2 - айда хитайни експорт карханилириға қошумчә ярдәм пули бериш, 4 - айда әқлий мүлүк һоқуқиға дәхли - тәруз қилиш билән әйибләп, дуня сода тәшкилатиға шикайәт қилған иди. Гәрчә хитай 7- айниң 1 - күнидин башлап експорт мәһсулатлириға қошумчә ярдәм пули беришни тохтатқанлиқини җакарлиған болсиму ,лекин америка хитайниң йеңи тапавәт қанунида қошумчә ярдәм пули билән тәминләш мәсилиси йәнила мәвҗүт, дәп қаримақта.
Америка сода вәкили ишханисиниң баянатида, америка йәнила хитай билән болған содидики ихтилапни сөһбәт йоли билән һәл қилишни үмид қилиду, дәп көрсәтти. Дуня сода тәшкилати өз күнтәртипигә асасән америкиниң хитай билән болған ихтилапи үстидин кесим чиқириш тәлипини 7 - айниң 24 - күни чақирилидиған йиғинда музакирә қилиши мумкин. Америка хитайни полат - төмүр, қәғәзчилик, учур игилики қатарлиқ санаәт карханилириға қошумчә ярдәм пули бериш, бу товарларниң експорт баһасини әрзанлитип, адаләтсиз риқабәткә йол ечиш билән әйиблимәктә. Америка тәрәпниң рәсмий мәлуматлириға қариғанда хитай билән болған содида америкиниң 2006 - йилдики сода қизил рәқими 232 милярд долларға йәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сода-санаәт вәкилләр өмики ташкәнттә паалийәт қилди
- Америка-хитай истратегийилик сөһбәтлири аяғлашти
- Америка хитайға илғар техник експорт үстидики контроллуқини күчәйтти
- Америка кеңәш палата әзалири хитайға қарши қанун лайиһиси сунди
- Һиндистан- америка мунасивәтлириниң күнсери тәрәққи қилиши хитайни биарам қилмақта
- Петер пейс хитайларниң һәрбй хираҗити җәһәттә очуқ - ашкара болуши керәкликини тәкитлиди
- Русийә хитай маллириға болған контроллуқни күчәйтти
- явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
- Бейҗиң америка елан қилған доклатни "хитай тәһдити" ни мубалиғә қиливәткән дәп әйиблиди