Америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләш керәк
2005.04.21
Америкиниң киләр нөвәтлик сода вәкили намзатлиқиға көрситилгән роб портмән пәйшәнбә күни хитайға қарши қаттиқ позитсийисини билдүрүп," әгәр мениң вәкиллик салаһийитим бикитилсә, америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләп чиқишқа буйруймән"- деди.
У бу сөзни ,америка авам палатаси малийә комитети чақирған униң сода вәкиллик салаһийитини бекитиш һәққидики испат бериш йиғинида қилған.
У сөзидә йәнә, "мән вәзипә өтәп узун өтмәйла хитайға зиярәткә берип, хитайниң адил болмиған сода вастилири һәққидә хитай һөкүмитигә күчлүк агаһландуруш беримән" - деди.
У йәнә, америка билән хитай оттурисидики сода тәтүр баланисиниң өткән йили162 милярд долларға йәткәнликини көрситип, буниң қисмән сәвәбиниң хитайниң бәлгилимә бойичә иш көрмәйватқанлиқидин боливатқанлиқини билдүрди.
Мәзкур испат бериш йиғиниға қатнашқан башқа америка әмәлдарлириму, буш һөкүмитидин хитайға давамлиқ бесим ишлитип, хитайни хәлқ пулиниң тигишиш қиммитигә болған контроллуқни қоюп беришкә мәҗбурлашни тәләп қилди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитиш мәсилисини қаттиқ тәнқид қилди
- Америка органлири һөкүмәттин хитайниң әқлий мүлүк һоқуқиға хилаплиқ қилмишлириға тәдбир қоллинишни тәләп қилди
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди
- Канада һөкүмити хитай ширкитиниң канада дөләт байриқи изникини ишләпчиқиришини чәклиди
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди